Көк байрақниң сеймаси хитай дипломатлирини биарам қилди
2014.01.30

Германийәниң мюнхен шәһиридики хитай консулханиси йениға тохтитилған ай юлтузлуқ көк байрақ сүпитидики чедир вә козуп хитайниң етиразини қозғиди. Германийә сақчилири уйғур тәшкилат вәкиллири билән хитай консули арисида мурәссә қилишқа мәҗбур болди.
Баш штаби мюнхен шәһиридә болған явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати тәрипидин ясап чиқилған ай юлтузлуқ көк байрақ сүпитидики тәшвиқат чедири вә көк байрақ сеймасини алған бир козуп 2013-йили 10-декабирдин етибарән мюнхендики хитай консулханиси йениға тохтитилған иди. Тәшкилат рәиси әнвәрҗан әпәндиниң бүгүн бәргән мәлуматиға қариғанда, алдинқи күнлири хитай консулхана хадимлири мюнхендики уйғур тәшкилатиниң өз консулханиси әтрапида муқим йәр игиләп, хитайға қарши тәшвиқат паалийәтлирини изчил давамлаштурушиға болған наразилиқлирини германийә һөкүмәт даирилиригә ипадилигән. Буниң билән сақчи тәрәп уйғур вәкиллири билән сөһбәт өткүзүп, арида мурәссә қилишқа мәҗбур болған.
Бирақ, хитайниң наразилиқи үнүм бәрмигән. Германийә сақчи даирилири ай-юлтузлуқ көк байрақ симасидики козупни тәкшүрүп көрүп мәсилә байқимиғандин кейин, уйғур тәшкилатлириниң өз паалийәтлирини давамлаштуруш һәққи барлиқини тонуп кетип қалған. Әнвәрҗан әпәндиниң ейтишичә, 29-январ күни германийә сақчи даирилири униң билән йәнә бир қетим көрүшүшни илтимас қилған. Көрүшүш нәтиҗисидә, сақчи тәрәп хитайниң чаған байриминиң алди-кәйнидики бир қанчә күндә, ай юлтузлуқ көк байрақ симасидики козупни хитай консулиниң йенидин йирақрақ йәргә йөткәп турушни өтүнгән. Хитайниң немә үчүн германийә һөкүмитигә тәкрар наразилиқ билдүргәнликиниң сәвәби һәққидә тохталған әнвәрҗан әпәнди, уйғур тәшкилатлириниң хитайға қарши қолланған бу хил тәшвиқат һәрикәтлириниң һәқиқәтәнму үнүм бәргәнликини тилға алди.
Әнвәрҗан әпәндиниң әскәртишичә, 5-феврал күни хитай консулханиси алдида ғулҗа вәқәсиниң 17 йиллиқ хатирә күни мунасивити билән кәң көләмлик намайиш елип берилидикән. Ай юлтузлуқ көк байрақ симасидики козуп өз йеридә турғандин сирт, ай юлтузлуқ көк байрақ сүпитидики чедир хитай консулханиси алдиға қайта тикилидикән.