Өлүм гирдабидин һөрлүккичә: хитай лагеридики паҗиәләр (6)

Мухбиримиз гүлчеһрә
2018.12.07
mihrigul-lager-shahit-1.jpg Хитайниң лагер вә түрмилиридики түрлүк қийнашларға шаһит болған меһригүл турсун мухбиримизниң зияритини қобул қилмақта. 2018-Йили 1-ноябир, вашингтон.
RFA

Меһригүл турсун өзиниң 3 қетим тутқунға учраш җәрянида охшаш нуқтиниң бири сүпитидә тутуп келингән гумандарларниң камерға қамилиштин бурун ялиңач тәкшүрүлүп, гәрчә уларниң үсти-бешидики кийим-кечәклири вә башқа барлиқ нәрсә-керәклири түрмә сақчилири тәрипидин тизимлинип елип қелинсиму, әмма түрмидин чиқидиған чағда болса қиммәт баһалиқ нәрсилириниң һечқачан толуқ қайтурулмайдиғанлиқини баян қилди.

Меһригүл бизгә өзиниң иккинчи қетим тутқун қилинғанда, йәни өзиниң 2017-йили, 4-айда чәрчәндики тутуп туруш орнидики 210-камерға қамалғанда, у камерға киргән тунҗи кечиси уни камердики аялларниң өз йенида йетишини талишип: “сиз бәк мәззилик пурайдикәнсиз” дәп униң дүмбисигә чаплишип ятқинини сөзләп бәргән иди. У кейин билгәнки, айларчә һава алмаштурулмайдиған бу йәр асти түрмә, аялларға ичидиған яки тазилиқ қилидиған суму берилмәйдиған, кийиминиму алмаштурмайдиған болғачқа бәтбуй пурап кетидикән. Униң ейтишичә, мәзкур зулмәтлик җайдики шу хил начар шараитта айларчә һәтта бир йилдин артуқ турғанларму бар болуп, бәзилириниң бәдинини кир вә түрлүк ярилар бесип кәткән икән.

3 Ай қамилиш җәрянида меһригүл бир қетим су тутуш пурситигә еришкән, у болсиму униң тәлийи келип кир ююшқа талланған вақти икән:

Меһригүл турсун өзиниң 2015-йили, 2017-йили вә 2018-йили қайта-қайта 3 қетимлиқ тутуп туруш орниға қамилиш җәрянида, өз кәчмишлири арқилиқ, хитайниң зулмәтлик камерлирида йүз бериватқан өзгиришләрни йәкүнлигән болуп, униң анализ қилишичә, бири, түрмидики қистаңчилиқниң ешиши тутуш көлиминиң зорайғанлиқини көрситип бәрсә, түрмидә берилидиған тамақниң қетим сани, миқдариниң барғанчә азлап кетиши болса түрмиләрдә ачарчилиқ йүз бериватқанлиқидин бешарәт бериши мумкин икән. Әң қорқунчлуқи өлүм-йетим әһваллириниң пәвқуладдә көп болуши йәнә немиләрдин дерәк бериду? бу нуқтиларда меһригүл сәһипимизниң кейинки санида аңлиғучилиримиз билән ортақлишиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.