Пакистан өмәр уйғур вәхпи: қериндашлиримизни қораллиқларниң қолидин қораллиқ берип қутқуздуқ
2015.09.11

Пакистанниң пишавур вилайитидә қейниакилири тәрипидин зораванлиққа учриған вә өйидин чиқмаслиқ һәққидә тәһдит селинған асийә керим вә 4 пәрзәнти түнүгүн пакистанда паалийәт елип бериватқан өмәр уйғур вәхпи тәрипидин қутқузулған.
Тәшкилат әзалиридин әкбәрҗанниң билдүрүшичә, пишавур һөкүмәтниң башқуруши аҗиз бир җай болғачқа, йәрлик сақчилар асийәни қутқузушқа дәрһал һәрикәткә өтмигән. Нәтиҗидә өмәр уйғур вәхпи тәшкилат әзаси вә пакистанлиқ қоллиғучилири болуп 18 киши алдинқи күни йерим кечидә аптомобил билән пишавурға берип, асийә вә 4 балисини қамилип туруватқан өйидин қутқузуп ачиққан. Бу һәқтә радийомизға мәлумат бәргән мәзкур тәшкилат әзаси әкбәрҗан асийә вә пәрзәнлиригә тәһдит селиватқанлар қораллиқ болғанлиқи үчүн, өзлириниңму мудапиә мәқситидә нәқ мәйданға қораллиқ барғанлиқини билдүрди.
Юқиридики улиништин мухбиримизниң бу һәқтә тәйярлиған программисиниң тәпсилатини аңлаңлар.