Секретар оғли секретар: компартийәниң йүзсизликини әмди билдим
2014.01.14
Хотән керийәниң ариш йезисида өткән айниң ахирқи һәптиси йүз бәргән һамилини қәтли қилиш вәқәсидә зиянкәшликкә учриғучилардин бири партийә әзаси. 6 Айлиқ оғул һамилиси ана қарнида өлтүрүветилгән абдурахман мәттурди, әйни вақитта йәнә шеркий кәнтиниң муавин секретари. Абдурахман мәттурдиниң 83 яшлиқ дадиси мәттурди сәйди болса, кәнтниң 30 йиллиқ сабиқ секретари. Ата-бала секретарларниң компартийә үчүн ишлигән 50 йиллиқ хизмитиниң йүз хатириси 6 айлиқ һамилини қәтли қилиништин сақлап қелишқа яримиған. Әксичә, сабиқ секретар сәкраттики мәзгилидә өз нәврисиниң өзи хизмәт қилған партийә әзалири тәрипидин өлүмгә елип меңилғанлиқини өз көзи билән көргән.
Ата секретарниң бу паҗиәдин немиләрни ойлиғанлиқи бир сир, әмма, бала секретарниң өз һессиятлирини билмәкчи болсиңиз, юқиридики аваз улинишиниң кунупкисини бесиң.