Керийәниң сийәк йезисида һамилә қәтлиам қилишниң давамлишиватқанлиқи байқалмақта
2014.01.15
Керийәниң ариш йезисида өткән айниң ахирқи һәптиси йүз бәргән һамилә қәтлиам қилиш вәқәси дуняға ашкариланғандин икки күн кейин хитай мәркизи пиланлиқ туғут комитетиниң башлиқи баянат елан қилип, һамилә чүшүргән асаси қатлам кадирлирини қаттиқ җазалайдиғанлиқини уқтурған. Йәнә ашкарилинишичә, керийә наһийилик пиланлиқ туғут комитетиму мушу айниң 4-күни йиғин ечип, җан кирип болған һамилини чүшүрмәслик, буниң орниға 30 миң йүән җәриманә қоюш һәққидә буйруқ чүшүргән. Әмма, мухбиримизниң бүгүнки телефон зиярәтлири давамида керийәниң сийәк йезисидики бир һамилидар аялниң 7 айлиқ һамилисини чүшүрүветиш үчүн, түнүгүн йәнә шу керийәдики нурлуқ дохтурханисиға елип келингәнлики ашкариланди.
Юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Юқириқи мәлуматлардин қариғанда, гәрчә хитай мәркизи һөкүмити һамилә чүшүрмәслик һәққидә уқтуруш чүшүргән, керийә наһийилик пиланлиқ туғут комитети бу һәқтә юмшатма бәлгилимә чиқарған болсиму, керийәниң сийәк йезисида һамилә қәтлиам қилишниң йәнила давам қиливатқанлиқи ашкариланмақта.