Қағилиқ наһийисидә ата-бала пидаийларниң сақчи аптомобилиға от қоюш вәқәси йүз бәргән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.02.19
qaghiliq-xerite.jpg Қағилиқниң хәритидики орни.
RFA

Икки күндин буян иҗтимаий таратқуларда қағилиқ наһийисидә тоқунуш йүз бәргәнлики, тоқунушта бир данә сақчи аптомобилиға от қоюлғанлиқи вә бирқанчә кишиниң өлүп-яриланғанлиқи һәққидә учурлар тарқалди.

Мухбиримизниң бу йип учиға асасән әһвал игиләшлири давамида, дәсләпки қәдәмдә бир қисим толуқсиз мәлуматлар ашкариланди.

Мәлум болушичә, вәқә 16-феврал кәч саәт 9 әтрапида наһийилик 1‏-башланғуч мәктәпниң алдидики бир талла базириниң йенида йүз бәргән, иҗтимаий таратқуларда вәқәдә 8 кишиниң өлгәнлики илгири сүрүлгән иди, мухбиримизниң ениқлашлири давамида, вәқәдә аз дегәндә 3 киши өлгәнлики айдиңлашти. Йәнә ашкарилинишичә, вәқәни яратқучилар қағилиқниң түгичи йезисидин болуп дада вә икки оғулдин ибарәт бир аилә кишилири икән; булардин иккиси нәқ мәйданда җан үзгән, бири дохтурханиға апирилған, әмма қағилиқ дохтурханисидики бир дохтур өзиниң шу күни яриланған икки сақчини тәкшүргәнликини, башқа җәрян вә яридарлардин хәвәрсиз икәнликини ейтти.

Программиниң тәпсилатини аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.