Қарамайниң уйғурлар олтурақ районидики өйләрни чеқиш елип берилмақта
2015.12.15

Бугун қарамай шәһиридин игилигән учурларға асасланғанда, 15 - дикабир күни қарамай районлуқ һөкүмәт, қарамай районлуқ диний ишлар идариси,қарамай районлуқ йәр - земин идариси, қарамай районлуқ шәһәр башқуруш қанун иҗра қилиш идариси, тәңритағ йоли сақчиханиси, от очуруш идариси, қарамай районлуқ алаһидә сақчи әтрити қатарлиқ орунларниң қатнишиши арқисида җиддий йиғин чақирилип, қарамай районидики ғәрбий ташлиқ җилғисики уйғурлар топлишип олтурақлашқан райондики өйләрни путунләй чеқиветиш сәпәрвәрлик йиғини чақирған.
Биз қарамай районидики өй чеқиватқан нәқ мәйдандики мунасивәтлик кишләргә тилефон қилип әһвал игиләшкә тириштуқ.
Қарамай районлуқ диний ишлар идарисиниң мудири мутәллипкә тилефон қилип әһвал игиләшкә тиришқан болсақму, әмма у соаллиримиздин өзини қачурди.
Биз йәнә өйи чеқиливатқан шәһәр аһалисини зиярәт қилдуқ, у соаллиримизға иһтият билән җаваб бәрди.
Биз нәқ мәйданда асаслиқ иҗра қилиш хизмитини ишләватқан мәсуллардин қарамай районлуқ шәһәр башқуруш қанун иҗра қилиш идарисиниң муавин башлиқи әнивәр обулни зиярәт қилмақчи болғинимизда, у бизниң әркин асия радийосиниң мухбири икәнликимизни билгәндин кейин җаваб беришни рәт қилди.
Ахирида биз тилефонни қайта - қайта қилиш җәрянида, тилефонимиз бир хадимға улинип қелип, нәқ мәйдандики авазларни аңлидуқ.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар биз игиләш давамида, қарамай шәһиридики уйғурлар топлишип олтурақлашқан районни путунләй чеқип йоқ қилиш хизмитиниң ахирқи басқучқа кәлгәнликини, өй тәгмигән, өй алмиғанларға келәр йили өй беришкә вәдә қилип, өйлири мәҗбурий чиқиветилгәнликидин хәвәр таптуқ.