Қариқаш пурчақчида йәнә қанлиқ вәқә: сақчи зораванлиқиға исян көтүргән яш етиветилгән
2015.02.17
Бултур бир йил ичидә тинҗимиған йәни арқа - арқидин вәқә чиқип турған җайлардин бири қариқаш наһийисиниң пучақчи йезиси. Бу йезида бултур, таравида адәм тутуш вәқәси вә таравида адәм тутқан секритарниң аялини өлтүрүш вәқәси, 9 нәпәр пидаийниң кәпә өйдә қоршавға елиниш вәқәси қатарлиқ бир йүрүш вәқәләр йүз бәргән иди; түнүгүн чүштин кейин, мәзкур йезида йәнә бир қанлиқ вәқә йүз бәргән.
Ашкарилинишичә, түнүгүн пурчақчиниң башқудуқла кәнтидә йол чарлаватқан сақчи вә һәрбийләр, бир уйғур яшқа зораванлиқ қилған, зораванлиққа зораванлиқ билән қарши турушқа урунған бу яш йенидики пичақни қолиға елип һәрбийләргә етиливатқан чағда етиветилгән. Бу вәқә һәққидики йип учи түнүгүн иҗтимаий таратқуларда тарақалғандин кейин, мухбиримиз вәқәниң тәпсилати һәққидә сақчи вә кәнт башлиқлиридин мәлумат игилиди.
Диққитиңлар, мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтики мәлуматлирида болсун.