Қирғизистандики уйғурлар йиғилиш өткүзүп 5-июлни хатирилиди

Ихтиярий мухбиримиз турсун ислам
2013.07.08
qoralliq-saqchi-herbiy-chong-bazar.jpg 5-Июл қанлиқ бастуруштин кейин, хәлқаралиқ чоң базарниң алдида аманлиқ қоғдаватқан қораллиқ һәрбийләр. 2009-Йили 12-июл, үрүмчи.
AFP

8-Июл күни қирғизистанниң бешкәк шәһири вә әтрапидики уйғурлардин 200 дәк киши аламидин1 микра районидики кулубқа йиғилип, 5-июл үрүмчи қанлиқ вәқәсиниң 4 йиллиқи мунасивити билән хатириләш паалийити өткүзди.

Қирғизистан уйғурлири иттипақ җәмийити тәрипидин уюштурулған мәзкур паалийәттә, алди билән шеһитлар роһиға атап қуран тилавәт қилинғандин кейин, сөзгә чиққан ақсақаллар кеңиши әзаси шәмшидин абдуреһим хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан қаттиқ бастуруш сиясити һәмдә мәдәнийәт җәһәттики йоқитиш һәрикәтлирини әйиблиди.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.