Сақчи, рабийхан муса аниниң рабийә қадир ханимни дорап қелишидин әнсирәйдиғанлиқини ейтқан

Паспорт мәсилиси сәвәблик хитай даирилири үстидин радийомизда шикайәтлирини баян қиливатқан борталалиқ 82 яшлиқ рабийхан муса ана алдинқи күни алақидар сақчи хадими билән сөһбити давамида паспорти берилмәсликниң сәвәби һәққидә йеңи бир изаһатқа еришкән. Сақчи хадими бу қетимқи изаһатида сақчиларниң рабийхан аниға паспорти берилсә, чәтәлгә чиққандин кейин рабийә қадир ханимға охшаш хитайға қарши һәрикәт қилишидин әндишә қилидиғанлиқини ейтқан.
Биз сақчи хадиминиң бу сөзиниң бир диққәтсизлик яки мәсулийәтсизликтин дейилгән яки дейилмигәнликини айдиңлаштуруш үчүн, нөвәттә түркийәдә яшаватқан сиясий көзәткүчи, хитайниң сабиқ сақчи хадими йолвас әпәндиниң тәхминлирини соридуқ. У, рабийхан аниға дейилгәнләрниң хитай дөләт бихәтәрлик оргиниға вәкиллик қилидиған рәсмий вә җиддий сөзләр болуш еһтималлиқини оттуриға қойди.