Сейит надир әпәнди: “бизни гоминдаң тәрәптарлири тәйвәнгә алдап әкәткән”

Иорданийәлик уйғур сейит надир әпәндиниң баян қилишичә, дадиси сейит абдуллахан тәйвәнгә алдап әкитилгән, йәни тәйвәндики гоминдаң тәрәптарлири келәчәктә пурсәт йетилгәндә шәрқи түркистанда хитай компартийисигә қарши һәрикәткә қатнаштуруш үчүн сийит абдуллахан аилиси қатарлиқ бир түркүм уйғурларни тәйвәнгә йөткигән, әмма сейит абдуллахан хитай тәрәпкә болған ишәнчсизлики сәвәбидин, тәйвәндә яшашни рәт қилған.
Мухбиримиз мәзкур аилиниң тәйвән кәчмиши һәққидики бу зиярәт хатирисиниң давамида, йолвасбәг қатарлиқ тарихий шәхсләрниң әйни йилларда тәйвәндә хитайға қарши һәрикәт тәйярлиқи һәққидә уйғур тарихчи вә сиясий көзәткүчиләрдин мәлумат сориди. Ғуламидин пахта, қаһар барат вә илшат әпәндиләрниң баян қилишичә, әйни йилларда йолвасбәг тәйвәндә уйғурлардин күч топлаш вә ярамлиқ адәм тәрбийиләш үчүн бәлгилик дәриҗидә һәрикәт қилған.