Үч яшлиқ абдулланиң өлүми вә тайландтики бир мусулман дохтур аниниң меһир-муһәббити

Мухбиримиз қутлан
2015.01.29
abdulla-3-yash-tayland-wapat-bolghan-2-305.jpg Тайланд түрмисидә туберкулйоз кесилигә гириптар болған 3 яшлиқ абдулла абдувелиниң вапат болуштин илгирики сүрити. 2014-Йил декабир, тайланд хатяй.
RFA/Qutlan
abdulla-3-yash-tayland-wapat-bolghan.jpg

Үч яшлиқ абдулланиң тайландики мәлум дохтурханида давалиниватқан чағда тартилған сүрити (2014-йил декабир, тайланд) Oqurmen teminligen

abdulla-3-yash-tayland-wapat-bolghan-1.jpg

Тайландтики бир дохтурханида 53 күн ялғуз йетип аләмдин өткән 3 яшлиқ уйғур мусапир бала абдуллаһ абдувели. 2014-Йили 23-декабир, тайланд. Oqurmen teminligen

tayland-musapir-kichik-balilar.jpg

Тайланд мусапирлар лагеридики уйғур мусапир балилар. 2015-Йили январ. Oqurmen teminligen

tayland-musapir-uyghur.jpg

Тайланд мусапирлар лагеридики уйғур мусапирлар. 2015-Йили январ. Oqurmen teminligen

tayland-musapir-uyghur-1.jpg

Тайланд мусапирлар лагеридики уйғур мусапирлар. 2015-Йили январ. Oqurmen teminligen

tayland-musapir-lagir-uyghur.jpg

Тайланд мусапирлар лагеридики уйғур мусапирларни көзитиватқан аппарат. 2015-Йили январ. Oqurmen teminligen

tayland-musapir-lagiri-merkizi.jpg

Тайланд мусапирлар лагериниң алди көрүнүши. 2015-Йили январ. Oqurmen teminligen

Өткән йили 12-айниң әң ахирқи һәптисидә 3 яшлиқ мусапир бала абдулланиң тайландтики бир дохтурханида 53 күн ялғуз йетип аләмдин өткәнлики хәвәр қилинған иди.

Бу вәқә бир тәрәптин миңлиған инсанларниң йүрәк-қәлбини әзгән болса, йәнә бир тәрәптин тайланд түрмилиридә йилларчә қамилип ятқан йүзлигән мусапирларниң ечинишлиқ әһвалини ашкара қилди.

Ундақта, бу дуняниң һеч бир ховлуқини көрмигән, еғир кесәлгә гириптар болған 3 яшлиқ сәбий бала абдулла ят әлдики натонуш инсанлар арисида һаятиниң әң ахирқи 53 күнини қандақ өткүзди? бу җәрянда униңға инсаний меһир-муһәббәт йәткүзгәнләр болғанму? униң мейити биваситә уруқ-туғқанлири болмиған әһвалда вәтинидин йирақ бир тупрақта қандақ узитилди?

Түркийәдә яшиғучи уйғурлардин абдулқадир тумтүрк әпәнди бу җәрянларға өзи биваситә қатнашқан шаһитлардин биридур. У бу һәқтә радиомиз зияритини қобул қилип, мәрһум абдулланиң өлүми вә униңға мунасивәтлик тәпсилатлар һәққидә учур бәрди.

У зияритимиз җәрянида өзиниң әйни чағда 3 яшлиқ абдулланиң өлүм хәвирини баңкокта туруп аңлиғанлиқини вә дәрһал тайландниң җәнубиға атлинип, музлитиш сандуқиға селип қоюлған җәсәтни тунҗи болуп көргәнликини баян қилди.

Абдулқадир тумтүрк өз баянлирида йәнә тайланд мусулманлиридин болған бир дохтур аялниң 3 яшлиқ абдуллаға 53 күн һәмраһ болуп қариғанлиқини, гәрчә бу аял башқа бир тилда сөзләйдиған бир мусулман болсиму, лекин мусапир бала абдуллаға аниларға хас меһир-муһәббитини йәткүзгәнликини алаһидә тәкитләп өтти.

У өз баянлирида йәнә, техи бала турупла мусапирчилиқниң еғир қисмәтлирини бешидин көчүргән 3 яшлиқ абдулланиң қандақ қилип ата-анисидин айрилғанлиқини вә һаятиниң ахирқи күнлиридә ата-ана вә туғқанлири болмиған бир шараитта у дуняға сәпәр қилғанлиқини чоңқур ечиниш иликидә баян қилди.

Абдулқадир тумтүрк мәрһум абдулланиң җиназа намизиға тайландтики 200 дин артуқ йәрлик мусулманниң қатнашқанлиқини вә униң мейитиниң тайландниң җәнубидики хатяй шәһиригә қарашлиқ бир йеза қәбристанлиқиға йәрликкә қоюлғанлиқини билдүрди.

Ахирида у абдулла һаят вақтида дохтурханида 53 күн униңға һәмраһ болған вә өзиниң анилиқ меһир-муһәббитини йәткүзгән тайландлиқ мусулман аял дохтур һәққидики тәсирлик һекайини радио аңлиғучиларға тәқдим қилди.

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.