Әнқәрәдики тайланд баш әлчиханиси алдида намайиш өткүзүлди
2014.12.29

29-Декабир күни, тайландтики уйғурларниң тәқдири мәсилиси һәққидә тайландниң әнқәрәдики баш әлчиханиси алдида намайишлар өткүзүлди.
Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси билән түркийә кадирлар уюшмиси бирликтә уюштурған бу намайишқа, кадирлар уюшмиси муавин рәиси фаһрәттин йоқуш әпәнди, ирақ түркмәнлири җәмийити рәиси мәхмут қасапоғлу әпәнди, түрк йөрүк түркмәнлири җәмийити муавин рәиси ханлар қоҗа әпәнди вә ғази университети оқуғучилиридин болуп көп санда киши қатнашти. Улар һәммиси қоллириға ай юлтузлуқ көк байрақ билән “түркийә ухлима, қериндашлириңға игә чиқ, тайландтики 300 уйғур бигунаһ, тайландтики 300 уйғур хитайға қайтуруп берилмисун вә уйғурларға әркинлик” дегәндәк шоарлар йезилған лозункиларни көтүрүвалған һалда тайландниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси алдида намайиш өткүзди.
Намайиш башлаштин бурун шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси башлиқи хәйруллаһ әфәндигил әпәнди мухбирларға баянат бәрди. У, баянатида хитайниң бесимиға чидиялмай чәтәлгә қечишқа мәҗбур қалған бу уйғурларниң түркийәгә елип келиниши үчүн бирләшкән дөләтләр тәшкилати, хәлқара кишилик һоқуқлирини қоғдаш тәшкилатлириниң күч чиқириши керәкликини, бу уйғурлар хитайға қайтуруп берилгән тәқдирдә зиянкәшликкә учрайдиғанлиқини билдүрди. У, баянатида тайланд һөкүмитини дөлитигә панаһлиқ тиләп кәлгән 300 уйғурни түркийәгә беришкә чақирди.
Намайишқа қатнашқан бир қисим түрк оқуғучилар һәм уйғур зиялийлиридин азадҗан буғда әпәнди өзлириниң уйғур қериндашлириға болған һесдашлиқини вә тиләклирини билдүрди.