Әнглийәдә уйғурларниму өз ичигә алған түрк дуняси һәмкарлиқ мунбири қурулди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2015.09.30
engiliyede-turk-dunyasi-munbiri.jpg Әнглийәдә паалийәт елип бериватқан түркий милләтләр вә уларниң аммиви тәшкилатлириниң мәсуллири чақирған түрк дуняси һәмкарлиқ мунбири қурулғанлиқини җакарлаш йиғинидин кейинки зияпәттин көрүнүш. 2015-Йили 27-сентәбир, әнглийә.
RFA/Erkin Tarim

Әнглийәдә паалийәт елип бериватқан түркий милләтләр вә уларниң аммиви тәшкилатлириниң мәсуллири 9-айниң 27-күни йиғин чақирип, түрк дуняси һәмкарлиқ мунбири қурулғанлиқини җакарлиди.

9-Айниң 27-күни ахшам әнглийәниң вимбләдон шәһәр мәркизидики росй леа кафеханисида өткүзүлгән йиғинға дуняниң һәрқайси җайлиридин әнглийәгә келип олтурақлишип қалған түркий милләтләрдин вәкилләр вә аммиви тәшкилат мәсуллири қатнашқан.

Түрк карханичи түрк дуняси паалийәтчиси атилла абачиоғлу әпәндиниң тәшәббуси билән бир җайға җәм болған әзәри, уйғур, қирим татарлири, өзбек, гиретсийәлик түркләр, шималий сипурус түрк җумһурийити вәкиллири, шималий ирақ вә түркийәликләр қурған аммиви тәшкилатларниң вәкиллири “тилда, пикирдә вә хизмәттә бирлик” шоари астида түрк дуняси һәмкарлиқ мунбири қурғанлиқини җакарлиған.

www.uyghurnet.org Тор бетидә 9-айниң 29-күни елан қилинған хәвәргә асасланғанда, йиғинда сөз қилған атилла абаҗиоғлу әпәнди, дунядики һәрқайси милләтләр иҗтимаий, мәдәний, миллий вә мәниви қиммәт қарашлирини қоғдаш, тәрәққий қилдуруш вә тонутушқа тиришиватқан бүгүнки күндә “тилда, пикирдә вә хизмәттә бирлик” шоари астида түркий милләтләр арисидики һәмкарлиқни күчәйтишниң әһмийити тоғрисида тохталған.

Атилла абаҗиоғлу әпәнди түрк дуняси һәмкарлиқ мунбириниң қурулушидики әң муһим мәқсәтләрдин бириниң ирақта, сүрийәдә, қиримда, шәрқий түркистанда вә дуняниң һәрқайси җайлирида езиливатқан, ирқий қирғинчилиққа учраватқан түркий милләтләргә ярдәм қилиш, улар тартиватқан дәрд-әләмни, инсан һәқ вә һоқуқлири дәпсәндичиликини дуня җамаәтчиликигә аңлитиш икәнликини ейтқан.

Тәшкилатниң рәисликигә әнглийәдә яшаватқан түрк карханичи атилла абаҗиоғлу сайланған болуп, уйғурларға вакалитән рәхимә мәхмут ханим вәзипә алған.

Биз бу һәқтә техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн уйғурларға вакалитән бу йиғинға қатнашқан рәхимә мәхмут ханим билән сөһбәт елип бардуқ.

У, бу йиғинға әнглийәдә яшаватқан барлиқ түркий милләтләрниң вәкиллириниң қатнашқанлиқини, йиғинда нуқтилиқ һалда уйғурлар, қирим татарлири, сүрийә вә ирақтики түркмәнләргә қандақ ярдәм қилиш, улар учраватқан инсан һәқлири дәпсәндичиликини дуняға қандақ аңлитиш тоғрисида музакириләр болғанлиқини, бу мунбәрниң уйғур дәваси үчүнму пайдилиқ болидиғанлиқини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.