Уйғур аяллири парижда намайиш өткүзүп, хитай һөкүмитини әйиблиди
2013.04.24

Уйғур ханим қизлирини демократийә вә кишилик һоқуқ билимлири бойичә тәрбийиләш курси аяқлашқан болсиму, вәкилләр париж шәһиридики паалийитини давамлаштурмақта.
23 - Април күни һәр қайси дөләтләрдин кәлгән уйғур аяллири кишилик һоқуқ актиплири дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң йетәкчиликидә франсийә парламент бинасини зиярәт қилғанда 3 нәпәр парламент әзаси билән көрүшүп, уйғурларниң сиясий әһвалини аңлатқан һәмдә уларниң һесдашлиқиға еришкән.
24 - Април күни уйғур аяллири йәнә, париждики мәркизи мәйданға топлинип, маралбешида йүз бәргән қанлиқ вәқә мунасивити билән намайиш өткүзүп, хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүргән.
Уйғур аяллири вәкиллириниң париждики паалийәтлири һәққидә ихтиярий мухбиримиз гүлшән абдуқадир учур бериду.