Хәлқара қәләмкәшләр тәшкилати түрмидики уйғур язғучиларниң бихәтәрлик әһвалини тәкшүрүш қарар лайиһисини тәстиқлиди
2013.09.19
Хәлқара қәләмкәшләр тәшкилатиниң 79-нөвәтлик қурултийи, бу йил 9-сентәбирдин 12-сентәбиргичә атлантик окяндики арал дөлити исландийәдә өткүзүлди, хәлқара қәләмкәшләр тәшкилати тил вә тәрҗимә комитети рәиси қәйсәр өзһон әпәнди комитетқа вә йәнә уйғур қәләмкәшлиригә вакалитән йиғинға қатнашқан һәмдә уйғур қәләмкәшләр тәшкилатиниң қарари бойичә бу йиғинда нурмәмәт ясин қатарлиқ түрмидики уйғур язғучиларниң хәтәр астида икәнлики, уларниң из-дерики, бихәтәрлики вә саламәтлик әһвали һәққидә тәкшүрүш елип бериш тоғрисидики тәләпни сунған вә тәләп тәстиқланған.
Йиғинда ғулғула болған әң чоң мәсилә хитайниң нобел мукапати саһиби мо йенни өз ичигә алған 6 кишилик хитай қәләмкәшләр вәкилләр өмикиниң бу қурултайға әвәтилиши болған. Йиғин ахирлишип шиветсийәгә йеңи йетип кәлгән қәйсәр өзһон әпәнди мухбиримизниң зияритини қобул қилип хәлқара қәләмкәшләр тәшкилатиниң 79-нөвәтлик қурултийи һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди.
Сөһбитиниң тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиз.