Шәндоңдики бирқанчилиған түрмидә уйғур дияридин йөткәп апирилған тутқунларниң барлиқи ашкариланди
2019.03.01

Уйғур районидин хитай өлкилиригә йөткәп апирилған мәһбуслар һәққидики ениқлашлиримиз давамида шәндуң өлкисидики түрмиләрдиму уйғур мәһбусларниң барлиқи ашкариланди. Шәндуңдики түрмә хадимлиридин бири уйғур районидин йөткәп апирилған мәһбусларниң бир әмәс, бәлки бирқанчилиған түрмиләрдә бар икәнликини баян қилса, йәнә бир түрмә хадими очуқ һалда өзи вәзипә өтәватқан түрмидиму уйғур районидин йөткәлгән мәһбусларниң барлиқини, әмма тәпсилий әһвалини дәп берәлмәйдиғанлиқини билдүрди.
Илгирики ениқлашлиримиз давамида хейлоңҗяңниң тәйләй түрмиси, сичүәнниң йибиң түрмиси, шәншиниң сүйҗяго түрмиси; ички моңғулниң шалачи вә вутачи түрмилири шундақла гәнсуниң көп сандики түрмилиридә уйғур районидин йөткәп апирилған мәһбусларниң барлиқи ашкариланған иди. Бүгүн биз шәндуң өлкилик түрмә башқуруш идариси вә һәрқайси түрмә хадимлиридин бу һәқтә мәлумат соридуқ.
Шәндоң өлкилик биринчи түрминиң бир хадими телефонимизни қобул қилған болсиму, әмма у бу түрмидә уйғур районидин йөткәлгән мәһбусларниң бар-йоқлуқи һәққидики соалимизға җаваб бәрмиди. Алақидар тор учурлирида көрситилишичә, шәндуң өлкисидә җинән түрмиси, луҗоң түрмиси вә җиҗов түрмиси қатарлиқ 20 нәччә түрмә бар икән. Биз булардин аяллар биринчи түрмисигә телефон қилдуқ. Түрминиң нөвәтчи хадими уйғур районидин йөткәлгән мәһбусларниң қанчинчи камер яки районида икәнлики һәққидики соалимизға бу тоғрилиқ өзлириниң җаваб бериш мәсулийитиниң йоқлуқини баян қилип, соалдин өзини қачурди. Биз униңдин уйғур районидин йөткәлгән мәһбусларниң бу түрмидә бар яки йоқлуқини сориғинимизда у бу соалниң җавабини юқири дәриҗилик һөкүмәт орунлири яки түрмә рәһбәрлиридин соришимиз керәкликини ейтти. Бу хадим түрмидики уйғур мәһбусларниң сани һәққидики соалимизғиму җаваб бериштин охшаш сәвәбни көрситип өзини қачурди.
Уйғур районидин хитай өлкилиригә йөткәлгән мәһбуслар һәққидә бир қисим инчикә учурларни ашкарилиған италийәдики “зимистан” тори бу һәқтики учурларниң дөләт мәхпийәтлик сүпитидә қаттиқ сир тутулуватқанлиқи, һәтта даириләрниң түрмә хадимлири билән әһвални ашкарилимаслиқ һәққидә тохтам түзгәнликини ашкарилиған иди.
Шәндоң өлкилик түрмә башқуруш идарисиниң баш мулазимәт хадими уйғур районидин йөткәлгән мәһбусларниң қайси түрмидә икәнлики һәққидики соалимизға бәргән җавабида йөткәп апирилған уйғурларниң бир әмәс, бәлки бирқанчилиған түрмиләрдә бар икәнликини ашкарилиди. Биз униңдин шәндуңниң җинән шәһиридики түрмидә қанчә уйғур барлиқини сориғинимизда у җинәндиму уйғурларниң бирқанчә түрмидә барлиқини ишарәт қилип, қайси түрмидики уйғур мәһбусларни сораватқанлиқимизни сориди. Биз униңдин уйғурлар қамалған түрмиләрниң телефон номурлирини соридуқ. У түрмиләрниң телефон номурлириниң көпинчисини билмәйдиғанлиқи, билгәнлириниму дәп берәлмәйдиғанлиқини ейтти. Биз униңдин һәр бир түрмидә тәхминән қанчидин уйғур барлиқини соридуқ. Бу хадим бу мәлуматларниң дөләт мәхпийәтлик икәнликини әскәртип, бу соалимизға җаваб берәлмәйдиғанлиқини тәкрарлиди. Бу хадим йәнә бизниң уйғур мәһбусларниң нөвәттики әһвали, түрмә хадимлири билән арисида қандақ бир мәсилиләрниң йүз бериватқанлиқи һәққидики соалимизғиму өзиниң билмәйдиғанлиқини әмәс, бәлки җаваб берәлмәйдиғанлиқини ейтти. У сөзиниң ахирида уйғур районидин йөткәлгән мәһбуслар һәққидә бир қисим учурларни билидиған вә бир қисмини билмәйдиғанлиқи, билгәнлирини болса дәп берәлмәйдиғанлиқини әскәртти.
Телефонимизни қобул қилған шәндуң өлкилик биринчи түрмә хадимиму уйғур районидин йөткәлгән мәһбусларниң әһвали һәққидики соалимизға җаваб беришни изчил рәт қилди. Әмма у ахирида бу түрмидә уйғур районидин йөткәлгән мәһбусларниң бар яки йоқлуқи һәққидики соалимизға бәргән җавабида уйғурларниң бу түрмидә бар икәнликини, әмма сани вә әһвалини дәп берәлмәйдиғанлиқини ейтти. Биз соалимизни тәкрарлидуқ, уму охшаш җавабини тәкрарлиди.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, шәндуңдики түрмиләрдин телефонимизни қобул қилған 10 дин артуқ түрмә хадимлириниң һәммиси соалимизға толуқ җаваб бериштин өзини қачурған болсиму, һечқайсиси уйғур районидин йөткәп апирилған мәһбусларниң мәвҗутлуқини инкар қилалмиди.