Мәһбус аниси: оғлумниң сақчи машинисиниң алдини тосуши “террорлуқ”, телефон тепивелиши “булаңчилиқ” болди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.11.05
bigunah-uyghur-saqchi-305.jpg Хитай сақчилириниң кочида пуқраларни тутқун қилиш көрүнүши. 2009- Йили июл.
RFA

Айкөл пәйшәнбәбазарлиқ сиясий тутқунлар (2)

2013-Йили роза һейт һарписида ақсуниң айкөл базирида қара-қоюқ адәм тутқан сақчилар билән амма арисида тоқунуш йүз бәргән, он нәччә кишиниң өлүми вә 50 нәччә кишиниң ярилинишиға сәвәб болған бу қанлиқ тоқунуш ахбараттин сир тутулупла қалмастин, вәқәгә қетилғучиларниң ақивитиму сир болуп кәлгән иди. Мухбиримизниң аридин икки йил өткәндин кейин айкөлгә қарита елип барған телефон зиярити давамида мәзкур сирлардин бәзи деталлар ашкариланди. Аһалиләрниң паш қилишичә, вәқәгә алақидар ечилған бир сотта, пәйшәнбәбазарлиқ яш турсуншәйих тохтиниң сақчи аптомобилиниң алдини тосуши “террорлуқ”, икки қол телефонини тепивелиши “булаңчилиқ” дәп қаралған. Сотта униң аталмиш террорлуқ җинайити үчүн 5 йиллиқ, “булиған” икки телефониға 4 йилдин 8 йиллиқ болуп, җәмий 13 йиллиқ қамақ җазаси берилгән. Нөвәттә униң яшанған аниси, аяли вә үч балиси бу туюқсиз вә аччиқ қисмәт алдида ләв чишләп күн өткүзмәктә.

Телефонимизни қобул қилған айкөл 14 ‏-кәнт аяллар мудири шәрванхан, пәйшәнбазазда сиясий тутқунлар саниниң интайин көп икәнликини баян қилди. Биз пәйшәнбәбазардики бир өйгә телефон қилғинимизда, өй игиси аял бу аилидә әр киши йоқлуқини, аилидики бирдин-бир әр, йолдиши турсуншәйих тохтиниң түрмидә икәнликини ашкарилиди.

Аилә әзалиридин турсуншәйихниң анисиму соалимизға җаваб берип, турсуншәйих тохтиниң соти һәққидә мәлумат бәрди. Униң баян қилишичә, оғли шу күни сәтирашханиға чач ясатқили кетип мәзкур вәқәгә четилип қалған. Сотта у өзиниң телефонни буливалмиған бәлки тепивалғанлиқини тәкрар-тәкрар изаһлиған болсиму, пәрва қилинмиған. Соттин бурун даириләр турсуншәйих аилисигә адвокат тутушни уқтурған, әмма мәзкур аилә сотта адвокатниң ролиға ишәнч қилалмай иккиләнгәнлики вә иқтисадий қийинчилиқи сәвәблик адвокат тепишқа үлгүрмигән.

Мәлум болушичә, мәһбус турсуншәйих тохти, нөвәттә үрүмчиниң ғәрбий қирғиқидики санҗи түрмисидә җаза муддитини өтимәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.