Д у қ рәһбәрлири “җәнвә кишилик һоқуқ вә демократийә алий йиғини” да уйғур вәзийитини тонуштурди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.02.20
Jenwe-aliy-derijilikler-uchrishishi-yighini-1.jpg

Д у қ рәһбәрлиридин долқун әйса вә кәрим шәрифф әпәндиләр “җәнвә алий дәриҗиликләр учришиши” йиғинида. 2018-Йили 20-феврал, җәнвә. RFA/Ekrem

Jenwe-aliy-derijilikler-uchrishishi-yighini-2.jpg

“җәнвә алий дәриҗиликләр учришиши” йиғинида хитай түрмисә қамалған уйғурларниң сүрәтлири есилди. 2018-Йили 20-феврал, җәнвә. RFA/Ekrem

Jenwe-aliy-derijilikler-uchrishishi-yighini-3.jpg

Д у қ рәһбәрлиридин долқун әйса вә кәрим шәрифф әпәндиләр “җәнвә алий дәриҗиликләр учришиши” йиғинида шветсарийәниң сабиқ президенти рутһ дрәйфус ханим билән учрашти. 2018-Йили 20-феврал, җәнвә. RFA/Ekrem

Jenwe-aliy-derijilikler-uchrishishi-yighini-4.jpg

Д у қ рәһбәрлири “җәнвә алий дәриҗиликләр учришиши” йиғиниға қатнашмақта. 2018-Йили 20-феврал, җәнвә. RFA/Ekrem

Jenwe-aliy-derijilikler-uchrishishi-yighini-5.jpg

Д у қ рәһбәрлири “җәнвә алий дәриҗиликләр учришиши” йиғиниға қатнашмақта. 2018-Йили 20-феврал, җәнвә. RFA/Ekrem

Jenwe-aliy-derijilikler-uchrishishi-yighini-6.jpg

“җәнвә алий дәриҗиликләр учришиши” йиғинида хитай түрмисә қамалған уйғурларниң сүрәтлири есилди. 2018-Йили 20-феврал, җәнвә. RFA/Ekrem

20-Феврал күни “10-нөвәтлик җәнвә кишилик һоқуқ вә демократийә алий йиғини” шветсарийәниң җәнвә шәһиридә башланған.

Д у қ рәиси долқун әйса вә қурултайниң б д т дики вәкили кәрим шәриф әпәндиләрниң бүгүн җәнвәдин бәргән мәлуматиға асасланғанда, йиғинни 25 хәлқаралиқ тәшкилат бирликтә уюштурған болуп, йиғинға бәш қитәдики 150 дин артуқ дөләттин 500 әтрапида киши қатнашқан. Бу, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң йиллиқ йиғинлиридин бири һесаблиниду.

Д у қ рәисиниң билдүрүшичә, “10-нөвәтлик җәнвә кишилик һоқуқ вә демократийә алий йиғини” ниң мәқсити, дунядики кишилик һоқуқ мәсилисини муһакимә қилиш, һәрқайси дөләтләрдики кишилик һоқуқ күриши сәвәблик зиянкәшликләргә учриғанларни хатириләш вә уларни қутулдурушниң чарилири үстидә издиниш, кишилик һоқуқ йолида күрәш қилип төһпә яратқанларни мукапатлаш қатарлиқ кәң мәзмунларни өз ичигә алған.

Долқун әйса әпәндиниң йиғин һәққидә бәргән учурлириға қариғанда, бу қетимқи йиғин җәрянида уларниң дуня уйғур қурултийиға вакалитән, көплигән дөләтләрдин кәлгән вәкилләргә уйғурларниң нөвәттики вәзийитидин мәлумат бериш пурсәтлири туғулған.

Д у қ ниң б д т дики вәкили кәрим шәриф әпәндиму зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи йиғин җәрянида уйғурларниң һазирқи вәзийитигә аит алдин һазирланған материялларни йиғин әһлигә тарқатқанлиқини һәмдә йиғин җәрянида шветсарийәниң сабиқ президенти рутһ дрәйфус ханим биләнму учришип, уйғурлар һәққидә сөһбәт елип барғанлиқини тәкитлиди.

Йиғин җәрянида йәнә, дуняниң һәрқайси җайлиридики кишилик һоқуқлири дәпсәндә қилинған, түрмиләргә бәнд қилинған кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң тәрҗимиһали тонуштурулған рәсим көргәзмиси өткүзүш паалийитиму қошумчә елип берилған. Долқун әйса әпәнди бу хусуста тохталғанда, хитай түрмисидики илһам тохти қатарлиқ 4 нәпәр уйғур тутқунниң сүрәтлириниң бу йиғин залиға есилип, кишиләрниң диққитини җәлп қилғанлиқини әскәртти.

Йиғин давамида д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бәзи дөләтләрниң вәкиллири вә б д т ниң кишилик һоқуқ саһәсидики хизмәтчилири билән учришип, уйғур елиниң нөвәттики вәзийитидин мәлумат бериш паалийәтлири биләнму шуғулланған.

Долқун әйса әпәндиниң ейтишичә, “10-нөвәтлик җәнвә кишилик һоқуқ вә демократийә алий йиғини” ға дуня уйғур қурултийини өз ичигә алған һалда, том лантос фонди, хәлқара кишилик һоқуқ фонди, хәлқара либераллар партийәси, б д т ни көзитиш тәшкилати, әркинлик программиси, чеграсиз кишилик һоқуқ тәшкилати, пуқралар күчи тәшкилати қатарлиқ 25 тәшкилат саһибханилиқ қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.