Рабийә қадир : “уйғурлар хитай һөкүмитиниң зораванлиқ вә террорлуқиниң қурбани болуп кәлмәктә, буни дуня көрүши керәк...”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2013.04.29
rabiye-qadir-aliy-kengesh-305.jpg Рабийә қадир ханим путболчи яшларға вә бу паалийәтни орунлаштурғучиларға салам йоллиди вә мәдәт бәрди.
RFA

Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи бүгүн ахбаратқа, - 23април сериқбуя вәқәсини ениқлашта илгириләш болғанлиқини елан қилип,“23 - април сериқбоя вәқәсини туғдурған зораванлиқ террорлуқ гуруһ әзалиридин 25 кишини қолға чүшүрдуқ” деди вә вәқәни чегра ичи вә сиртидики үч хил күчләрниң пиланлишидики“зораванлиқ, террорлуқ вәқәси” дәп атиди.

Шундақла хитай даирилириниң уйғур елидә өч хил күчләргә қарши қаттиқ бастурушниң илгирикидинму қаттиқ елип берилидиғанлиқидин шәпә бәрди, әмма бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим мәхсус баянат берип “әгәр бу вәқә рас вәқә болса, буни пәқәт хитайниң зораван сияситигә қарита қаршилиқ дейишкә болиду, әгәр ундақ болмайдикән, хитай хәлқара җәмийәтниң вәқәгә қарита мустәқил тәкшүрүш елип беришиға йол қоюши керәк” деди вә хитай һөкүмитини уйғурларға тохтавсиз елип бериватқан қаттиқ бастуруш вә бир тәрәплимилик әйибләшлириниң йәниму зор наразилиқ вә қаршилиқларға сәвәб болидиғанлиқини агаһландурди.

Нөвәттә мухбиримиз гүлчеһрә рабийә қадир ханимниң мәхсус баянатиниң мәзмунлирини аңлитиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.