Хотән лоптики сабиқ мәһбус мәттохти мәмәтибраһим назарәт астида, аяли җаза лагирида

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.01.16
xoten-saqchilar-305.png Хитай һөкүмәт сақчилири хотән кочилирида
AFP


Нөвәттә уйғур районида әсәбийликкә қарши туруш нами аситида диний етиқади сағлам вә мустәһкәм кишиләргә нуқтилиқ һалда зәрбә берилмәктә. Әмма пакитлар көрситип туруптуки, уйғур райониға нисбәтән әсәбийликкә қарши туруш дегән бу нам йеңи болсиму, диний етиқади сағлам кишиләргә қаттиқ зәрбә бериш һәрикити йеңи әһвал әмәс. Телефон зиярәтлиримиздин ашкарилинишичә, 10 нәччә йилниң алдида хотәнниң лоп наһийә буя йезисида олтурушлуқ мәттохти мәмәтибраһим, қағилиқтики мәшһур диний зат абликим мәхсум билән алақиси болғанлиқи үчүнла һизбуттәһрир тәшкилатиға әза дәп әйиблинип 10 йиллиқ кесиветилгән, у җаза муддитини өтәватқан мәзгилдә униң аяли бир җамаәт сорунида шәрми һаяни тәшвиқ қилғанлиқи үчүн қанунсиз диний паалийәт билән шуғулланди дәп әйиблинип уму 10 йиллиқ кесилгән. Нөвәттә җаза муддитини түгитип болған мәттохти мәмәтибраһим назарәт астида; униң аяли түрмидә йәнила җаза муддитини өтимәктә.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, юқириқи кәнт башлиқиниң баянлиридин ашкарилинишичә, мәттохти мәмәтибраһим пәқәт қағилиқтики мәшһур вә мәрһум диний зат абликим мәхсум тәрипидин тәрбийиләнгәнлики вә диний һаятини изчил вә нормал давамлаштурғанлиқи үчүн, һизбуттәһрир тәшкилатиға әза дәп қариланған вә җазаланған. Униң аяли шәрми һаяни тәшвиқ қилғанлиқи үчүн тутулған вә кесиветилгән.

Вәқәдин хәвәрдар кишиләрдин бириниң намсиз һалда билдүрүшичә, мәттохти мәмәтибраһимниң аяли, йезилиқ оттура мәктәптә муәллим; у тәқвадар бир муәллимә болғанлиқи үчүн җәмийәттә инавәт тапқан вә түрлүк сорунларда сөз вә тәблиғқә дәвәт қилинған. Мәлум болушичә, униң шәрми һая һәққидики сөзлири йәрлик әмәлдарларниң уйғур қизлирини хитай өлкилиригә ишчилиққа йөткәватқан мәзгилгә тоғра кәлгәчкә, униң сөзлири мәзкур хизмәткә тосалғу пәйда қилди дәп қаралған.

Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, юқирқиға охшаш мисаллардин қариғанда, уйғур районида хитайниң диний етиқадқа һуҗум қилиш долқуни узун йиллардин бери шәкли вә намини өзгәртип кәлгән болсиму, һәйвисини вә шиддитини өзгәртмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.