Кишилик һоқуқ тәшкилатлири явропа-хитай башлиқлар йиғинида кишилик һоқуқни нуқтилиқ орунға қоюшқа чақирди
2017.05.29

Хәлқарадики 15 кишилик һоқуқ вә демократик өктичи тәшкилати 29-май явропа иттипақи рәһбәрлиригә хәт йезип, уларни явропа-хитай башлиқлар йиғинида хитайға кишилик һоқуқни бастурушни тохтитиш, қолға елинған барлиқ паалийәтчиләрни қоюп бериш һәққидә хусуси вә ашкара бесим ишлитишкә чақирған.
Бу тәшкилатлар хетидә, явропа иттипақиниң әркинлик, демократийә, кишилик тәрәпдарлириниң арқисида турушқа вәдә қилғанлиқини, униң алий дәриҗиликләр йиғинида бу вәдисигә әмәл қилиши керәкликини тәкитләп, “явропа иттипақи рәһбәрлириниң өз вәдисигә мунасип һалда кишилик һоқуқ вә тинч паалийәтчиләрни қоюп беришни өзиниң хитай билән болған мунасивәтлиридики истратегийилик нишани қилиши керәк” дегән.
Явропа иттипақи-хитай башлиқлар сөһбити 1999-йили башланған. У шуниңдин бери һәр йили бир қетим өткүзүлүп кәлгән. Бу қетим 1-июн өткүзүлидиған башлиқлар йиғини уларниң 19-нөвәтлик сөһбити болуп, у 1989-йили йүз бәргән “4-июн вәқәси” хатирә күниниң һарписиға тоғра кәлгән.
Униң үстигә бу нөвәтлик сөһбәт йәнә, паалийәтчиләр хитай вә тибәт кишилик һоқуқ вәзийити начарлишип, уйғурлар мисли көрүлүп бақмиған бесимға дуч келиватқанлиқини қәйт қиливатқан мәзгилдә өткүзүлиду.
Униңға хәлқара кәчүрүм тәшкилати, кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати, чеграсиз мухбирлар, вакаләтсиз милләтләр вә хәлқләр тәшкилати, әркинлик сарийи, хәлқара тән җазасиға қарши туруш тәшкилати, дуня уйғур қурултийи, хәлқара тибәт һәрикити, җуңго пуқралар күчи қатарлиқ 15 тәшкилат имза қойған.
Чеграсиз мухбирлар тәшкилатиниң асия ишлар директори бенҗамин исмаил дүшәнбә күни зияритимизни қобул қилип, явропа иттипақи рәһбәрлиригә бирләшмә очуқ хәт йезиштики мәқситини чүшәндүрди.
У мундақ дәйду: “чеграсиз мухбирларни өз ичигә алған барлиқ тәшкилатлар явропа иттипақиниң хитай-явропа иттипақи диалогида өзиниң баянатиға садиқ қелишини, униңда қаттиқ турушини көзләйду. явропа иттипақи өткәнлики бир қанчә йил мабәйнидә кишилик һоқуқ мәсилилирини, хусусән сөз әркинлики, учур әркинлик мәсилисини сөһбәт үстилигә үнүмлүк қоялмиди.”
Бенҗамин исмаилниң көрситишичә, юқириқи тәшкилатлар узун йиллардин бери явропа иттипақини хитай кишилик һоқуқ вәзийитигә даир материял билән тәминләп, униңға тәклип-пикир вә тәвсийәләрни берип кәлгән болсиму, бирақ у бир нәтиҗә қазиналмиған.
Бенҗамин исмаил явропа иттипақиниң кишилик һоқуқ мәсилисини бу қетим хитайға тәсир қиларлиқ усулда оттуриға қоюшини үмид қилди.
У мундақ дәйду: “аммий тәшкилатларниң барлиқ тиришчанлиқиға қаримай, явропа иттипақи өзиниң кишилик һоқуқ саһәсидики язма вәдисидә конкрет нәтиҗә һасил қилалмиди. Шуңа, бу бирләшмә очуқ хәттә бу нуқта тәкитләнди. Биз бу сөһбәтниң явропа иттипақи вәкиллиригә нисбәтән бир иҗабий бурулуш нуқтиси болуп, хитай рәһбәрлириниң алдиға кишилик һоқуқ мәсилисини биваситә вә техиму очуқ оттуриға қоюшини һәм хитай даирилирини буниңға җаваб беришкә мәҗбурлишини үмид қилимиз.”
Юқириқи 15 хәлқара тәшкилат хетидә йәнә, ши җинпиң дәвридә хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити, ипадә әркинлики, йиғилиш, тәшкилатларға уюшуш һоқуқи, диний етиқад әркинлики қаттиқ чәклимигә учрап, уйғур вә тибәтләргә қарши дүшмәнлик давамлишиватқанлиқини тәкитлигән.
Очуқ хәттә мундақ дәйду: “хитай һөкүмити мустәқил иҗтимаий й җәмийәтләрни бесиқтурди. Бастуруш характерлик қанун, низамларни чиқирип, сиясийлашқан черикликкә қарши туруш һәрикити арқилиқ әслидила мустәқил болмиған әдлийә системисиға бузғунчилиқ қилди. Даириләр хусусән тибәт вә шинҗаң уйғур аптоном районлирида тибәт вә уйғурларға давамлиқ дүшмәнлик қилип кәлди.”
Очуқ хәттә қәйт қилишичә, явропа иттипақи б д т кишилик һоқуқ кеңиши қатарлиқ орунларда хитай кишилик һоқуқ мәсилисигә пикир берип кәлгән болсиму, бирақ униң кишилик һоқуққа қопал вә системилиқ бузғунчилиқ қилиш һәрикитини хитай рәһбәрлириниң алдиға қоюп бақмиған.
Д у қ ниң алий дәриҗилик тәтқиқатчиси петир ирвиң явропа иттипақи кишилик һоқуқ мәсилисидә тәң һәрикәт қилип, позитсийиси бирдәк болса хитайға тәсир көрситәләйдиғанлиқанлиқини билдүрди.
У мундақ дәйду: “әгәр, явропа иттипақи әза дөләтләр хитай билән өз алдиға сөһбәт елип барса, бу хитай сода карханилирини арқисиға алған хитайға нисбәтән техиму асан болиду. Хитай билән болған мунасивәтләрдә әза дөләтләргә қариғанда явропа иттипақи техиму күчлүк позитсийә алалайду. Шуңа, явропа иттипақи рәһбәрлиридә ирадә болсила хитайға тәсир қилалайду, дәп ойлаймән.”
Бирақ петир ирвиң йәнә, бу қетимқи сөһбәткә бәзи үмидвар қаримайдиғанлиқини билдүрди. Униң көрситишичә, д у қ бу сөһбәтниң бир өзгириш елип келишигә бәк үмидвар қаримисиму, бирақ униң явропа кеңиши вә комитетиниң кишилик һоқуқни оттуриға қоюшиға бесим шәкилләндүрүшини үмид қилған.
У мундақ дәйду: “дуня уйғур қурултийи бу диалогниң чоң өзгириш елип келишигә бәк үмидвар қаримайду. Әлвәттә, бизниң бу очуқ хәткә имза қоюшимиздики сәвәб, явропа иттипақи кеңиши вә явропа иттипақи комитети президентлириниң кишилик һоқуқни оттуриға қоюшиға бесим шәкилләндүрүштур.Хусусән, келәр һәптә тйәнәнмин вәқәсиниң йиллиқ хатирә күни йетип келиду. Биз кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң баянатини қоллаймиз, бирақ биз униң әмәлий нәтиҗә һасил қилишида үмидвар әмәс.”
15 Хәлқара тәшкилат явропа иттипақиға 6 түрлүк тәклип бәргән. Бу 6 түрлүк тәклип кишилик һоқуққа хилап конкрет һадисиләрни ениқлап чиқип оттуриға қоюш, хитай кишилик һоқуқни яхшилимиса, униң билән болған сөһбәтни тохтитиш, мәхсус механизм қуруп, кишилик һоқуқниң алий дәриҗиликләр сөһбитидә музакирә қилинишиға капаләтлик қилиш, далай лама билән болған сөһбәтни әслигә кәлтүрүш қатарлиқ мәзмунларни өз ичигә алиду.
Лекин чеграсиз мухбирлар тәшкилатидики бенҗамин исмаилниң билдүрүшичә, юқириқи 6 түрлүк тәклип билән биргә, чеграсиз мухбирлар тәшкилати йәнә явропа иттипақиға айрим тәклип сунуп, бәзи хитай ахбарат әмәлдарлириға ембарго қоюшини тәләп қилған.
У мундақ дәйду: “бу очуқ хәт вә униңдики 6 түрлүк тәклип биз явропа иттипақидин күтидиған әң әқәллий тәләпләр. Һалбуки, бизниң тәшкилатимиз башқа тәшкилатлар билән һәмкарлашмай өз алдимизға йәнә бәзи тәклипләрни сундуқ. Биз бурун явропа иттипақидин күчлүк васитиләрни қоллинип, хитайниң бәзи ахбарат әмәлдарлириға вә мәсуллириға мәсилән, шинхуа агентлиқи, мәркизи телевизийә истансилириниң башлиқлириға ембарго қоюшни тәләп қилған. Биз бу нөвәт буни йәнә тәләп қилдуқ. Чүнки, бу ахбарат органлири тутқунларни мәҗбурий иқрар қилдуруп, уларниң адил сотлиниш һоқуқиға хилаплиқ қилди.