Рабийә қадир ханим: “йәкән вәқәси хитайниң 5-июлдикидинму еғир қанлиқ бастуруши”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2016.07.28
xoten-saqchi-herbiy-mukapatlash.jpg “террорчилар” ни тутушта төһпә қошқанларни мукапатлаш йиғинида аманлиқни қоғдаватқан қораллиқ күчләр. 2014-Йили 3-авғуст, хотән.
AFP

Бүгүн 2014-йилидики 28-июл йәкән вәқәсиниң икки йиллиқ хатирә күнидур. Әйни чағда роза һейтниң биринчи күнигә тоғра кәлгән бу вәқәдә, қәшқәрниң йәкән наһийисиниң елишқу, хаңди йезилирида бир қисим уйғурлар йәрлик һөкүмәт даирилириниң рамизан чәклимилиригә наразилиқ билдүргәндә хитай қораллиқ сақчи вә әскәрләр тәрипидин бастурулған иди.

Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим, 26-июл дуня уйғур қурултийи торида “шәрқий түркистан хәлқи йәкән шеһитлиримизни мәңгүгә сөйгү ичидә яд етиду !” дәп баянат елан қилип, уйғурлар вә дуня җамаәтчиликини йәкән вәқәсини хатириләшкә чақирди.

Мәзкур вәқәниң икки йиллиқ хатирә күнидә зияритимизни қобул қилған рабийә қадир ханим, мәзкур вәқә уйғур хәлқиниң хитай һөкүмитиниң адаләтсиз сиясәтлиригә қарши тинчлиқ йолида елип бериватқан наразилиқ һәрикитиниң қанлиқ бастурулуватқанлиқиниң җанлиқ испати сүпитидә дуняға ашкарилинишидин сирт, хитайниң аталмиш 19 хитай өлкилириниң уйғур райониға нишанлиқ ярдәм бериш сияситиниң әсли маһийитини дуняға ашкарилиған бир вәқә дәп баһа бәрди.

Шундақла хитайниң вәқәдин кейинки чоң тазилаш һәрикитиниң та бүгүнгә қәдәр давам қиливатқанлиқи вә униң тәсирлири һәққидә тохталди.

Мухбиримиз гүлчеһрә билән бирликтә рабийә қадир ханимниң баянлириға қулақ селиң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.