Йеңибағ йезисида аз дегәндә 7 кишиниң лагерда өлгәнлики ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.08.31
yepiq-terbiyelesh-lagiri-xerite-shawn-zhang.jpg Кишилик һоқуқ вәзийити көзәткүчиси, җаң шавн исимлик алий мәктәп оқуғучиси ашкарилиған, атуштики йиғивелиш лагери, дәп көрсәткән хәритиси.
Social Media/Shawn Zhang

Мухбиримизниң йиғивелиш лагерлири һәққидә керийә наһийисигә қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида, йеңибағ йезисидин тәрбийәләшкә әкитилгәнләрдин 242 кишиниң банкиға қәрзигә барғанлиқи, булардин йәттә нәпири лагерда җан үзгәнлики үчүн банкиниң уларниң қәрзини көтүрүвәткәнлики ашкариланди.

Хитай даирилири йиғивелиш лагерлириниң мәвҗутлуқи вә әһвалини сир тутушқа тиришқанға охшашла, һәтта униңдин бәкрәк лагердикиләрниң саламәтлик әһвали, болупму лагерда җан үзгәнләрниң сани һәққидики мәлуматларниму изчил һалда сир тутуп кәлмәктә. Шуңа биз бу сирни ечиш үчүн уйғур районидики сақчиханиларға елип барған телефон зиярәтлиримиз давамида лагердики өлүм һадисилири һәққидә изчил һалда мәлумат соридуқ.

Телефонимизни қобул қилған керийә наһийисиниң йеңибағ йезилиқ сақчи хадими, гәрчә өз йезисидин миңларчә кишиниң тәрбийәләшкә әкитилгәнликидин хәвири барлиқини ейтқан болсиму, әмма лагерда җан үзгәнләрдин пәқәтла хәвәрсизликини ейтти.

Йеңибағ йезилиқ әдлийә понкити хадимиму, лагерда саламәтлики начарлашқанларниң давалитиливатқанлиқини, әмма өлгәнләр һәққидә өзиниң учур аңлимиғанлиқини ейтти.

Телефонимиз бағланған йеңибағ йезилиқ йеза игилик банка қәрз аманәт копиратип мудири, тәрбийәләштикиләргә банка тәрәпниң қандақ етибар бериватқанлиқи һәққидики соалимизға җавабән, өзи вәзипә өтәватқан копиратипниң бу бир йил ичидә тәрбийиләштә җан үзгән 7 кишиниң қәрзини көтүрүвәткәнликини баян қилди.

Баян қилинишичә, йеңибағ йезисидин тәрбийәләшкә әкитилгәнләрдин 242 нәпириниң банкиға қәрзи бар болуп, булардин 7 нәпири лагерда җан үзгән, банка буларниң өлүм испат хети қатарлиқ материяллирини алақидар суғурта ширкитигә йоллиған. Суғурта ширкити булардин һазирға 4 нәпириниң қәрзини банкиға төләп бәргән. Банка нөвәттә қалған 3 нәпириниң өлүм испат хетини суғурта ширкитигә йоллаш үчүн тәйярлимақта.

Бу банка аманлиқ мудири бу тәрбийиләштә җан үзгәнләрниң бурундин өзидә бар болған кесәллик сәвәбидин өлгәнликини баян қилған болсиму, әмма лагерда өлгән бу 7 кишиниң йешиниң 31 яш билән 42 яш арисида икәнлики, уларниң өлүмигә асасән лагерниң сәвәб болғанлиқ еһтималлиқини күчләндүрмәктә.

Мәлум болушичә йеңибағ йезиси керийә наһийә базиридин 10 километир узақлиққа җайлашқан, 12 кәнттин тәркиб тапқан, нопуси 10 миңға бармайдиған кичик йезилардин бири. Бу йезидин зади қанчилик кишиниң лагерда икәнлики мәлум әмәс. Мана мушундақ бир кичик йезидин, униң үстигә банкиға қәрзи болған 242 кишидин 7 нәпири лагерда җан үзгән икән, ундақта йеза вә наһийә бойичә, һәтта аптоном район бойичә қанчилик кишиниң лагерда җан үзгәнлики лагер һәққидики сирлиқ вә әндишилинәрлик мәлуматлар қатарида турмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.