Икки балиниң дадиси абдуғаппар абдуҗаппар “тәрбийәләш лагери” да һаятидин айрилған
2018.04.09
Ашкарилинишичә ғулҗа шәһириниң баяндай йеза иккинчи кәнт әзаси, 34 яшлиқ ашпәз абдуғаппар абдуҗаппар өткән йили 6-айда ғулҗа шәһәрлик малийә мәктипидә тәсис қилинған “йепиқ тәрбийәләш лагери” ға елип кетилгән.
Абдуғаппар бу йәрдә 6 айчә қамалғандин кейин саламәтликидә мәсилә көрүлүп, ғулҗа шәһәрлик хәлқ дохтурханисиға апирилған вә у йәрдә һаятидин айрилған. Мәлум болушичә, бу баяндайдики йәрлик аһалиләрдин “йепиқ тәрбийәләш лагери” да өлгәнләрниң тунҗиси әмәс икән.
Аңлиғучилиримиздин бири радийомизға инкас йоллап, ғулҗа шәһириниң баяндай йезисида 60 нәччә яшлиқ бир аялниң “тәрбийәләш” тә җан үзгәнликини мәлум қилди. Ениқлашлиримиз давамида, нәқ шу вәқәниң тәпсилати айдиңлашмиған болсиму, әмма буниңға охшаш йәнә бир вәқәниң баяндай иккинчи кәнттә йүз бәргәнлики дәлилләнди.
Мәлум болушичә, бултур 6-айда “тәрбийәләш лагери” ға әкетилгән 34 яшлиқ абдуҗаппар абдуғаппар бу йил кириштин бир һәптә бурун, йәни өткән йили декабирниң ахири һаятидин айрилған.
Кәнт вә мәһәллә мудирлири, абдуғаппар абдуҗаппарниң “тәрбийәләш” кә апирилиштин бурунқи саламәтлик әһвали, униң “тәрбийәләш лагери” дин дохтурханиға елип берилишигә неминиң сәвәб болғанлиқи һәққидә мәлумат берәлмиди.
Бу пәқәт ғулҗа шәһириниң баяндай йеза иккинчи кәнтигә аит мәлумат. Өткән қетим йеңисардин әһвал игилишимиз давамида саған йезисидинла 3 ай ичидә 4 кишиниң “йепиқ тәрбийәләш лагери” дин җәсити чиққанлиқи мәлум болған иди.