Тиҗарәтчи абдуварис аблимит: “нахшичи иним заһиршаһ аблимит билән ата-анам атуштики лагерда”
2018.12.10

2005-Йилидин етибарән һиҗрәт һаяти башланған, қирғизистанда 10 йил, түркийәдә икки йил ресторан ачқан вә нөвәттә америкида яшаватқан тиҗарәтчи абдуварис аблимит өзиниң нахшичи иниси заһиршаһ аблимит билән дадиси аблимит вә аписи бухәлчәмниң бир йилдин бери атуштики йиғивелиш лагерида икәнликини ашкарилиди. Мухбиримизниң зияритини қобул қилған атуштики сақчи хадимлири заһир шаһ аблимитниң әһвали һәққидә мәлумат бериштин өзлирини қачурди.
Тор архиплиридин мәлум болушичә, нахшичи заһиршаһ аблимит 2006-йиллардин башлап “гүли рәна”, “ана”, “җананға сөз” қатарлиқ хәлқ нахшилирини вайиға йәткүзүп орундап, хәлқ арисида даң чиқарған. У 2015-йиллиқ “йипәк йоли садаси” нахша мусабиқисидә иккинчи дәриҗилик мукапатқа еришкән.
Бу йил биринчи айдин башлап сәһнидин ғайиб болған заһиршаһ аблимит һәққидә униң америкида яшаватқан акиси абдуварис аблимит мундақ дәйду: “иним, дадам вә апам үчәйлән 2015-йили түркийәгә саяһәткә кәлгән иди. Иним вәтәндә алдин пиланланған сәнәт паалийәтлири сәвәблик түркийәдә бәш күнла турғандин кейин вәтәнгә қайтти. Апам билән дадам 4 айдин кейин қайтти. Бултур йил бешидин башлап, улар билән алақәм пүтүнләй үзүлди. Бу йил биринчи айда иним вә ата-анамниң тутқун қилинғанлиқини уқтум, әмма һәр үчилиси сиясий паалийәтләрдин узақ болғини үчүн аз мәзгилдин кейин қоюветилиду дәп ойлидим, әмма бир айниң алдида уларниң техичә лагерда икәнликидин хәвәр таптим. . .”
Биз заһиршаһ аблимит вә униң ата-анисиниң әһвали һәққидә мәлумат елиш үчүн атуштики алақидар сақчиханиларға телефон қилдуқ. Сақчи хадимлириниң бәзлири заһиршаһ аблимитни тонумайдиғанлиқини ейтти. Бәзи хадимлар заһиршаһ аблимитниң әһвалидин хәвәрсизликини, йәнә бәзиләр болса өзлириниң бу һәқтә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини тилға алди. Заһиршаһ аблимитниң нопуси турушлуқ сүнтағ йезилиқ сақчихана хадими заһиршаһ аблимитниң тутқунда икәнликини җәмийәттин аңлиғанлиқини, әмма бу һәқтә рәсмий идарә-органлар тәрипидин мәлумат берилмигәнликини оттуриға қойди.
Нөвәттә америкида яшаватқан абдуварис аблимит иниси заһиршаһ аблимит вә ата-анисиниң тутқун қилинишиға уларниң түркийә сәпириниң баһанә қилинғанлиқ еһтималлиқини оттуриға қойди. Абдуварис иниси вә ата-анисиниң лагерда икәнликини дуняға билдүрүш вә бу арқилиқ йиғивелиш лагерлириниң вәзийитини дуняға ашкарилаш үчүн аилә бойичә һәрикәткә өткәнликини, йәни қирғизистанда яшаватқан аялиниң қирғизистанда, өзиниң болса америкида һәрикәт башлиғанлиқини вә бу йолдин чекинмәйдиғанлиқини билдүрди.