Алматадики уйғур гимназийисидә ана тил күни хатириләнди
2015.02.25
Мәлумки, 1999 - йилниң 17 - ноябир күни билим, пән вә мәдәнийәт мәсилилири бойичә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш илмий муһакимә йиғини хәлқара ана тил күнини җакарлиған болуп, 2000 - йилдин буян һәр йили 21 - февралда тил байрими давам қилмақта.
Униң баш мәқсити йоқап кетиватқан тилларни сақлап қелиш вә уларни раваҗландуруш, тилға болған һөрмәтни ашуруштин ибарәт. Шу мунасивәт билән 21 - феврал күни алмата шәһириниң достлуқ мәһәллисигә орунлашқан абдулла розибақийеф намидики 153 - мәктәп - гимназийәдә хәлқара ана тил күнигә беғишланған байрамлиқ мурасим болуп өтти. Униңға гимназийә оқуғучилири вә муәллимлири, шундақла зиялийлар, җәмийәтлик бирләшмиләр вәкиллири, ата - анилар қатнашти. Мурасимни гимназийәниң “шох йигитләр” топи шаир вә язғучи мәсүмҗан зулпиқарофниң сөзигә, композитор исмайилҗан исайефниң музикисиға йезилған “ана тил” нахшиси билән ачти.
Мурасимни башқурған тил вә әдәбият пәниниң муәллими зулфийә абдуллайева доклат қилғандин кейин, оқуғучилар шаирлардин абдумеҗит дөләтоф, маһмут абдурахманоф, долқун ясин, илия бәхтия, илахун һошуроф вә башқиларниң ана тил һәққидики шеирлирини оқуди. Униңда шундақла һәр хил әдәбият мусабиқилириниң ғалиблири аталған оқуғучилар вә муәллимләр өзлири язған шеирлирини оқуди, пәхрий ярлиқлар билән тәқдирләнди.
Сөзгә чиққан қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик етно - мәдәнийәт мәркизиниң рәиси шаһимәрдан нурумоф, қазақистан язғучилар иттипақи йенидики уйғур әдәбияти кеңишиниң башлиқи, язғучи әхмәтҗан һашироф, гимназийә мудири шавкәт өмәроф вә башқилар ана тилниң уйғурлар һаятида тутқан орни, ана тилида оқушниң әһмийити, миллий қәдрийәтләр һәққидә өз пикирлирини билдүрүп, мәзкур мурасимни уюштурғучиларға өзлириниң чәксиз миннәтдарлиқини изһар қилди.
Мурасим давамида гимназийәниң яш нахшичилири вә уссулчилири тәйярлиған консерт программиси көрситилди.
Радийомиз зияритини қобул қилған җуғрапийә пәнлириниң доктори, профессор шерипҗан надироф бу һәқтә өз қарашлирини билдүрди.