Байрақ чиқириш мурасими өсмүрләрдә өчмәс әслимиләрни қалдурди

Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2015.05.25
shiwetsiye-bayraq-chiqirish.jpg Явропадики шәрқи түркистанлиқ өсмүрләр дала паалийитидә орунлаштурулған, шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқини чиқириш мурасимидин көрүнүш. 2015-Йили май, шиветсийә.
RFA/Éhsan

Өткән һәптә шиветсийәдә өткүзүлгән явропадики шәрқи түркистанлиқ өсмүрләр дала паалийитидә орунлаштурулған, шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқини чиқириш мурасими яш өсмүрләрдә өчмәс әслимиләрни қалдурди.

Муһаҗирәт һаятида өсүп йетиливатқан яш өсмүрләргә вәтәнпәрвәрлик тәрбийисини бериш, вәтининиң җуғрапийәси, мәдәнийитини чүшиниш муһим болғандәк, өз вәтининиң байриқини тонуш вә уни қәдирләшниңму муһимлиқини чүшинип йәткән, өсмүрләр дала паалийитини орунлаштурғучи тәшкилатлар бу мурасимни өткүзүшни инчикә пиланлап, өлчәмлик дөләт байриқини әкәлдүрүп, бу қетимқи яш өсмүрләргә байрақ чиқириш мурасими арқилиқ очуқ дәрс өткән болди.

Байрақ чиқириш мурасимидин яш өсмүрләрла әмәс, бәлки йиғинға қатнашқан барлиқ йиғин әһли һаяҗанланғанлиқини ипадә қилишти.

Паалийәткә қатнашқан яш өсмүрләр байрақ чиқириш мурасимидики һесятини баян қилди. Улар паалийәтниң тунҗи күни байрақ чиқириш мурасими қилинғанлиқидин интайин сөйүнгәнликини, өзлириниң интайин һаяҗанланғанлиқини билдүрүшти.

Зияритимизни қобул қилған шиветсийәдә яшаватқан зиялий бәхтигүл ханим өзиниң тәсиратини баян қилип өтти.

Шиветсийәдин паалийәткә қатнашқан бир өсмүр қиз өзиниң байрақ чиқарғандин кейинки тәсиратини ипадиләп “бизниң нишанимиз бәлгиләнди, байрақни вәтән асминида ләпилдитиш бизниң нишанимиз болди” деди. Йәнә бир қиз болса, “келәрки қетимлиқ паалийәттә бизниң дөләт шеиримизни оқуп, дөләт байриқи чиқарсақ” дегән көңүл изһарини ипадилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.