Уйғур академийәси “тәвпиқ оқуш мукапати” ни күчәйтишни қарар қилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2017.08.18
Tewpiq-Mukapati-turkiyede-oqush.jpg Уйғур академийәси тәсис қилған “тәвпиқ мукапати” ға илтимас қилиш уқтуруши.
RFA/Erkin Tarim

Йеқинқи йиллардин бери, түркийәгә өз хираҗити билән келип оқуйдиған уйғур оқуғучиларниң сани көпийип бармақта. Ахирқи 10 айдин бери түркийәдә өз хираҗити билән оқуватқан уйғур оқуғучиларниң аилиси билән болған алақиси үзүлүп қалғанлиқтин, улар аилисидин иқтисадий ярдәм алалмиған. Бу сәвәбтин өз хираҗити билән оқуватқан хели көп уйғур оқуғучилар иқтисадий қийинчилиқ сәвәбидин түркийәдики оқушини давамлаштурушта қийналмақта. Истанбулдики уйғур академийәси буларни нәзәрдә тутқан һалда 2017 вә 2018-оқуш йиллирида тәвпиқ оқуш мукапатиниң соммисини вә санини көпәйтип, техиму көп уйғур оқуғучиларға тәвпиқ оқуш мукапати һәл қилишни қарар қилған.

Биз “тәвпиқ оқуш мукапати” тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн, алди билән мәзкур мукапатни тәсис қилған уйғур академийәси мудири аблимит қарахан әпәнди, профессор доктор алимҗан инайәт, мәзкур оқуш мукапат пулини алған әдирнәдики тиракя университетида тарих кәспидә докторлуқ оқуватқан өмәр җамал, нәвшеһир университетида докторлуқ оқуватқан абдувәли әпәндиләр билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Аблимит қарахан әпәнди “тәвпиқ оқуш мукапати” ниң бир мәрипәтпәрвәр уйғурниң пул ианә қилиши билән қурулғанлиқини, әмма һазир уйғур оқуғучиларниң тәлипини қандуралмайватқанлиқини, шуңа 2017 вә 2018-йиллири оқуш мәвсумида буниң соммисини вә оқуғучи санини көпәйтишни қарар қилғанлиқини баян қилди.

Уйғур академийиси мудири аблимит қарахан әпәнди, мәзкур академийиниң 2009-йили қурулғандин бери уйғур оқуғучиларға түркчә курс бәргәнликини, һазир мисирдин кәлгән 75 оқуғучиға түрк тили өгитиливатқанлиқини баян қилди.

Уйғур академийисидин “тәвпиқ оқуш мукапати” Ни Алған әдирнәдики тиракя университетида тарих кәспи бойичә докторлуқ оқуватқан өмәр җамал әпәнди өзиниң “тәвпиқ оқуш мукапат” пулини алғанлиқини, буниң өзигә пайдилиқ болғанлиқини баян қилди.

Абдуваһит әпәнди “тәвпиқ оқуш мукапати” ниң соммисини көпәйтиш пикриниң наһайити яхши болғанлиқини, бу һалда мәзкур мукапатни алған кишиниң оқушиниң иқтисадий җәһәттин капаләткә игә болидиғанлиқини оттуриға қойди.

Измирдики әгә университети түрк дуняси тәтқиқат мәркизи оқутқучиси профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди түркийәдә “тәвпиқ оқуш мукапати” ни техиму кеңәйтишниң шәрт икәнликини, чүнки түркийәдә уйғур оқуғучиларниң саниниң көпәйгәнликини баян қилди.

Аблимит қарахан әпәнди уйғур академийиси 2009-йили қурулғандин бери нурғун конкрет хизмәтләрни қилғанлиқини мисаллар билән баян қилип өтти.

Мәмәтәли тәвпиқниң маарип мәшилини түркийәдә яндуруш мәқсити билән муһаҗирәттики бирқанчә мәрипәтпәрвәр уйғурниң ярдими билән 2014-йилидин башлап түркийәдики оқушта әла вә миллий роһи күчлүк болған, өз хираҗити билән оқуватқан оқуғучилар үчүн “тәвпиқ оқуш мукапати” тәсис қилинғанлиқини оттуриға қойған аблимит қарахан әпәнди, бу мунасивәт билән 2014, 2015 вә 2016-оқуш йиллирида оқуш нәтиҗиси алаһидә яхши, әмма оқуш ярдәм пулиға еһтияҗлиқ, өз хираҗити билән түркийәдә оқуватқан үч бакалавр, 17 магистир вә 9 доктор оқуғучиси болуп җәмий 29 уйғур оқуғучиға оқуш мукапат пули берилгәнликини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.