“уйғур рәһбәрләрни инсан һәқлири вә демократийә бойичә тәрбийиләш программиси” (курси)ни вашингтонда өткүзүш қарар қилинди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2015.03.04
wekiller-rehber-terbiyelesh-kursida.jpg 6-Нөвәтлик уйғур рәһбәрлирини тәрбийиләш курсиға 16 дөләттин 100 вәкил қатнашти. 2012-Йили 18-май, токйо.
RFA/Erkin Tarim

Чәтәлләрдики уйғур миллий һәрикитиниң алий мәркизи болған дуня уйғур қурултийи 2007-йилидин буян уйғур рәһбәрлирини “демократийә, кишилик һоқуқ, хәлқара қанун бойичә тәрбийиләш программиси” ни йолға қоюп һәрқайси дөләтләрдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан тәшкилатлириниң вә сиясий паалийәтчиләрниң кәсиплишиш сәвийисини юқири көтүрүш, уларниң хәлқара қанун, демократийә, инсан һәқлири саһәлири бойичә чүшәнчилирини чоңқурлаштуруш тәрбийилирини елип беришни давамлаштуруп кәлмәктә.

Дуня уйғур қурултийиниң 2-март елан қилишичә, д у қ 10-нөвәтлик тәрбийиләш программиси (курси)ни 2015-йили 5-айниң 6-күнидин 8-күнигичә пүтүнләй уйғур яшлирини асас қилған һалда вашингтонда өткүзүшни қарар қилған. Курсқа тизимлаш ишлири рәсмий башланған болуп, курсиниң ечилиш мурасими 5-айниң 6-күни америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлидикән.

Биз дуня уйғур қурултийиниң бу программа(курс)ини орунлаштуруштики мәқсити вә униң өз ичигә алған мәзмунлири һәмдә қатнишиш шәртлири һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә комитет мудири долқун әйса әпәндини зиярәт қилдуқ.

Аваз улиниши арқилиқ мухбиримизниң долқун әйса әпәнди билән өткүзгән сөһбитини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.