Шаир аблиз һезим турған тохтәмофниң иҗадийитини юқири баһалиди
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2013.07.17
2013.07.17
Қазақистан уйғур әдәбиятида, болупму проза жанириниң раваҗлинишиға өз төһписини қошқан язғучиларниң бири турған тохтәмофтур.
Униң һекайә, повест вә романлири рус, қазақ вә башқиму тилларға тәрҗимә қилинған болуп, китабханларда зор қизиқиш һасил қилған. Униң иҗади әсәрлири уйғур мәктәплиридә кәң даиридә оқутулмақта.
Турған тохтәмофниң иҗадийити бүгүнки күнгичә өз әһмийитини йоқатмиди. Болупму униң қәләмдашлири язғучи иҗадийитидики өзигә хас алаһидиликләрни тәкитләп, униңға тегишлик баһасини бәрмәктә. Шуларниң бири шаир аблиз һезимдур. У, радиомиз зияритини қобул қилип, турған тохтәмофниң иҗадийити һәққидә тохталди.