Қәләмдарлиқтин әләмдарлиққичә-шаир әхмәтҗан османниң сәргүзәштлири

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2017.01.06
exmetjan-osman-kanadaning-sabiq-bash-ministiri-bilen-xatire-resimde.jpg Шаир әхмәтҗан осман канаданиң сабиқ баш министири Stephen Harper билән биллә
RFA/Pidaiy

Тонулған талантлиқ шаир әхмәтҗан осман илгири зияритимизни қобул қилип, өзиниң һаят кәчмишлири һәмдә шиерийәт иҗадийити һәққидә тохталған иди. У бүгүнки сөһбитимиздә, сиясий һаятқа бурулғандин кейинки издинишлири, шәрқий түркистан сүргүндики һөкүмитигә қошулуши вә шуниңға алақидар паалийәтлири тоғрисидики қарашлирини оттуриға қойди.

Шаир әхмәтҗан осман сөһбәт давамида, уйғурларниң тәқдирини һәл қилидиған пәрқлиқ пикирдики тәшкилатлар тоғрилиқ издәнгәнлики һәққидә сөзләп келип, уйғурлар вә уларниң мустәқиллиқ дәвалири билән шуғуллиниватқан нурғун тәшкилатлар бар туруп, қандақ қилип шәрқий түркистан сүргүндики һөкүмитини таллап қалғанлиқи һәққидә ойлиғанлирини баян қилди.

Юқиридики улиништин, ихтиярий мухбиримиз пидаийниң шаир әхмәтҗан осман билән бу һәқтә өткүзгән сөһбитиниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.