Уйғурлар шиветсийәдә ечилған мусулманлар йиғинида көргәзмә ачти

Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2015.12.25
uyghur-korgezme-shiwetsiye.jpg Шиветсийәдә ечилған мусулманлар йиғинида уйғурлар ачқан көргәзмә. 2015-Йили 24-декабир, ситокһолм.
RFA/Éhsan

Шималий явропа ислам бирликиниң һәр йили декабир ейида өткүзүлүватқан хәлқаралиқ ислам қурултийиниң 35-нөвәтлик йиғини 24-декабир күни ситокһолмниң оса толуқ оттура мәктипиниң йиғин залида шу йәр вақти 15:00дә рәсмий башланди.

Шималий явропа ислам бирликиниң 24-декабирдин 26-декабирғичә өткүзүлидиған 35-нөвәтлик йиғиниға, шиветсийәдә паалийәт қиливатқан уйғур маарип уюшмиси тәклип билән қатнашти.

Бу қетимлиқ ислам бирликиниң йиғини йилдикидин көлими кичиклитилгән болсиму, әнглийә қатарлиқ дөләтләрдин тонулған ислам алимлири тәклип қилинған болуп, охшимиған темиларда лексийә вә муназириләр өткүзүлмәктә.

Бу қетимқи йиғин “ислам диндики тинчлиқ вә рәһим шәпқәт” дегән темида елип берилмақчи.

Йиғин көргәзмә залидин уйғурларғиму орун берилгән болуп, уйғур маарип уюшмиси йиғин қатнашқучилириға тәшвиқ қилиш үчүн, бу орунға дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим тонуштурулған “әҗдиһа билән елишқан аял” намлиқ китабниң шиветчиси, уйғурларниң һазирқи вәзийити тонуштурулған тәшвиқат вариқи, “уйғурчә-шиветчә луғәт”, 24 йилдин буян түрмидә йетиватқан диний зиялий абдулкәрим абдувәлиниң материяли қатарлиқларни тәйярлиди.

Бу қетимлиқ йиғин әһвалидин тәпсилий хәвәр елиш үчүн, уйғур маарип уюшмисиниң баш катипи абдулла әһәтни зиярәт қилдуқ.

Шиветсийәдә яшаватқан диний зиялий қурбанҗан өзиниң бу йиғиниға узундин буян қатнишип келиватқанлиқи һәмдә бу йиғиндики мәзмунларниң мусулманларниң явропада бир кишилик ролини җари қилдуруп яшашта вә бу йиғини арқилиқ шәрқий түркистанниң әһваллирини башқа мусулманларға аңлитишта муһим әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.