9 яшлиқ уйғур пәрзәнти “әң яхши шеир декламатсийә қилиш медали”ға еришти
2016.07.25

Әнқәрә сәнәт мунбири түркийәдә шеир декламатсийә қилип тонулған муҗаһит қәшқәрлигә “әң яхши шеир декламатсийә қилиш медали>>, дадиси билән анисиға “әң яхши әвлад йетиштүргән аилә медали” бәрди.
7-Айниң 23-күни әнқәрәдики пайтәхт оқутқучилар меһманханисида өткүзүлгән медал тарқитиш мурасимиға әнқәрә сәнәт мунбири рәиси султан өзатәш ханим, түркийә маарип министирлиқиниң рәһбәрлири, түркийәниң һәрқайси җайлиридин кәлгән сәнәтчиләр вә әзәрбәйҗандин кәлгән шаирлардин болуп көп санда киши иштирак қилди. Мурасимда түрк дунясида әдәбиятқа төһпә қошқан кишиләрдин җәмий 450 кишигә медал тарқитилди.
Түркийә вә әзәрбәйҗанниң дөләт марши билән башланған мукапат тарқитиш мурасиминиң ечилиш нутқини әнқәрә сәнәт мунбириниң рәиси рәсим оқутқучиси султан өзатеш ханим қилди. У мундақ деди: “яхшимусиләр сәнәткарлар, һәммиңлар хуш келипсиләр. Һөрмәтлик рәһбәрләр, әзәрбәйҗандин кәлгән меһманлар. Һөрмәтлик шәмсәттин күзәчи, әнқәрәниң муавин шәһәр башлиқи, аммиви тәшкилатларниң мәсуллири, шаир вә язғучилар, маарип министирлиқидин кәлгән мудирлирим, мәктәпләрниң рәһбәрлири, кәсипдашлиримиз, түрк қол һүнәрвәнлири һәммиңларға қайтидин хуш келипсиләр дейиш билән бирликтә, һәммиңларға рәһмәт ейтимән. 2001-Йилидин тартип әнқәрә сәнәт мунбири болуш сүпитимиз билән хизмәт қиливатимиз. Кейинки үч йилдин бери сәнәткә төһпә қошқан кишиләргә медал тарқитиватимиз. Бүгүн 3-қетимлиқини өткүзүп олтуруптимиз. Бүгүн биз медал беридиған кишиләр арисида, әзәрбәйҗанда тонулған шаир қалибә җәфәрова ханим, түркмән язғучи шәмсәттин кузәчи вә қабийәтлик уйғур пәрзәнти кичик муҗаһит қәшқәрлиму бар. Һәммиңларға бундин кейин техиму көп мувәппәқийәт тиләймән.”
Медал тарқитиш мурасими ахирлашқандин кейин микрофонимизни әнқәрә сәнәт мунбири рәиси султан өзатәш ханим билән мүҗаһит қәшқәрлиниң дадиси миркамил қәшқәрли әпәндигә узаттуқ.
Султан өзатәш ханим медал тарқитиш мурасими тоғрисида тохтилип мундақ деди: “түрк дунясида әдәбиятқа төһпә қошқан кишиләргә мукапат бәрдуқ. Җәмий 450 кишигә медал бәрдуқ. Мүҗаһит қәшқәрли әдәбият дунясида яхши шеир декламатсийә қилип, шәрқий түркистанниң авази болғанлиқи үчүн биз уни бу йилниң шеир декламатсийә қилиш чемпийони дәп таллидуқ.”
У, әнқәрә сәнәт мунбири болуш сүпити билән түркийә билән әзәрбәйҗандин 400 шаирниң шеириға орун берилгән бир китаб тәйярлиғанлиқини, кейинчә уйғур шеирлири тоғрисидиму китаб нәшр қилдуридиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “биз қатари бойичә шеир китаби чиқириватимиз. Әзәрбәйҗан-түркийә шаирлири китабимиз чиқти. Түркийә-кәркүк шеир китабини һазирлаватимиз, 200-бәткә кәлдуқ. Кейин шәрқий түркистан вә түркийә шеир китабини чиқиримиз. Түрк дуняси җәмий 5 шеир китаби чиқармақчимиз.”
Миркамил қәшқәрли әпәнди оғли билән аилисигә әнқәрә сәнәт мунбириниң түрк дунясиға қошқан төһписи үчүн медал бәргәнлики, оғли мүҗаһит қәшқәрлиниң 6 йилдин бери көп санда медал алғанлиқини, көп қетим шеир оқуп уйғурларни тонутиватқанлиқини баян қилди. Вә 9 яшлиқ муҗаһитниң чоң һәҗимлик 15 шеирни ядқа билидиғанлиқини тәкитлиди.
Миркамил қәшқәрли әпәндиниң 6 пәрзәнти бар болуп, 5-балиси мүҗаһит түркийәниң истанбул шәһиридә туғулған. У, 2010-йили 9-айда әнқәрәниң әтимәсғут районида өткүзүлгән түрк дуняси сәнәт байримида шеир декламатсийә қилип, кишиләрниң диққитини җәлп қилған иди. 6 Йилдин бери көп қетим йиғинларда, фестивалларда вә телевизийидә шеир декламатсийә қилип тонулди.
Истанбулдики “шәрқий түркистан вәхпи”ниң сабиқ рәиси һамутхан көктурк муһаҗит қәшқәрлиниң нәтиҗилиригә юқири баһа бәрди.