Хәлқаралиқ уйғур қәләмкәшлири мәркизи 10 йилни бесип өтти

Хәлқара уйғур қәләмкәшләр мәркизи, бундин 10 йил муқәддәм 2006-йили 10-айниң 18-күни шиветсийәдә қурулған иди, мәрһум уйғур сәнәткар күрәш көсән әпәндиниң тиришчанлиқлири билән қурулған уйғур қәләмкәшлиринниң тунҗи хәлқаралиқ тәшкилати болуп, мустәқил һөкүмәтсиз тәшкилат болған хәлқара қәләмкәшләр тәшкилати башчилиқида паалийәт елип бериватқан бу җәмийәтниң һазир дуняниң һәр қайси җайлирида 300дин артуқ әзалири бар.
Бу мәркәз һазирға қәдәр хәлқара миқясида ялғуз мәркәзгә әза болған уйғур қәләмкәшләрла әмәс, барлиқ язарларниң йезиш вә ипадә әркинлики, түрмидики язғучилардин ява кәптәр аптори нурмәмәт турсун, илһам тохти қатарлиқ әсәрлири түпәйли түрмиләргә елинған язғучиларниң әркинлики қатарлиқ көп қирлиқ паалийәтләрни елип бармақта.
Уйғур қәләмкәшләр җәмийитиниң қурулуши вә нөвәттики паалийәтлиригә қизиқсиңиз, мухбиримиз гүлчеһрәниң мәркәзниң қурулушиға асас салғучилардин, хәлқара қәләмкәшләр тәшкилати тил вә тәрҗимә һоқуқи мәркизиниң мудири шиветсийәдики қәйсәр озғун әпәнди вә уйғур қәләмкәшләр мәркизиниң рәиси қазақистанда тонулған язғучи хәмит һәмрайеф әпәндиләр билән елип барған сөһбитигә иштирак қилиң.