“японийә тиниқи журнили” да шаир әхмәтҗан османниң сиясий һаяти тонуштурулди

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2016.10.21
yaponiye-tiniqi-zhurnal-exmetjan-osman.jpg “японийә тиниқи журнили” дин үзүндә
RFA/Pidaiy


2016 - Йили авғуст японийәдики даңлиқ “японийә тениқи” журнилида, мәзкур журналниң тәһрир мухбири сакамото әпәнди билән уйғур шаири әхмәтҗан османниң сөһбити елан қилинған. Һаят кәчмиши шаирлиқтин - сиясәткичә йейилған әхмәтҗан осман әпәндиниң икки тәрәплимә һаятини чөридигән асаста елип берилған бу сөһбәттә, уйғурларниң ана вәтининиң нами әслидики дөләт нами билән шәрқий түркистан дәп елинған вә әхмәтҗан османниң сиясий саһәдики имтиязиғиму һөрмәт билдүрүлүп, шәрқий түркистан сүргүн һөкүмити рәиси дәп, тонуштурулған.

“японийә тениқи” журнилиниң 2016 - йиллиқ 10 - сандики алақидар сәһипилиридә көрситилишичә: журналниң биринчи бетигә японийәниң һазирқи падишаһи акиһито җанаблириниң сөзи билән рәсими берилгән. 24 - Бәттин 32 - бәткичә болса уйғур шаири әхмәтҗан осман әпәндиниң мәзкур журналниң тәһрири сакамото әпәнди билән өткүзгән сөһбити берилгән.

Иҗтимаий таратқуларда бу һәқтә учур йоллап уйғурларни хәвәрдар қилған японийәдики актип паалийәтчи муқәддәс ханимниң мәлуматиға көрә, қириқ миңдин артуқ муқим муштириси бар “японийә тениқи журнили” японийәдики сиясий, иқтисадий вә мәдәний саһәләрниң нопузлуқ адәмлири сөйүп оқуйдиған бир журнал болуп, униңда уйғурларға алақидар бундақ бир мәзмунниң елан қилиниши пәвқуладдә әһвал дәп көрситилгән.

Муқәддәс ханимниң мәзкур сөһбәт һәққидики мәлуматида, бу сөһбәтниң мәзкур журналда 8 бәтни игигәнлики вә мәзмун етибари билән тилға елинған темилар - японийә атақлиқ язғучиси мишима юкио вә норуз гүли, шәрқий түркистан сүргүндә һөкүмити тоғрисида, ғулҗа вәқәси вә үрүмчи вәқәсиниң маһийитидики охшашлиқ вә пәрқ, икки йол йәни мустәқиллиқ күрәш йоли вә шаирлиқ йоли, өзлүккә болған издинишни тохтатмиған уйғур әдәбияти, шәрқий түркистанниң бүгүнки паҗиәси, асияниң әтиси болуп қалмаслиқ үчүн! ясукуни бузрукханисида көргәнләр вә инсан қелипидин чиққан атом ядро синиқи қатарлиқ сәккиз саһәгә йейилғанлиқи әскәртилгән.

Биз бу мунасивәт билән илһам маһмут әпәнди, муқәддәс ханим, исмаил чингиз вә әхмәтҗан осман әпәндиләрни зиярәт қилдуқ.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам маһмут әпәнди, бу журналниң имтиязи һәққидә охшаш мәзмунларни инкас қилиш билән биргә, юқирида қәйт қилинғандәк, айда бир қетим чиқидиған мәзкур журналниң японийәдики сиясәт, иқтисад, мәдәнийәт, тарих, миллий ғурур вә вәтәнпәрвәрлик саһәсидики қириқ миңдин артуқ муқим муштириға игә нопузлуқ журналниң тәһрири вә мухбири сакамото әпәндиниң уйғурлар һәққидә бурунму көп программиларни ишлигәнликини тилға алди.

Илһам маһмут әпәндиниң ейтишичә, әхмәтҗан османниң бу сөһбитидә уйғур әдәбияти, тарихи вә мәдәнийити тонуштурулуш билән биргә, әхмәтҗан османниң сиясий һаяти вә уйғурларниң мустәқиллиқ арзулириму әйнән әкс әттүрүлгән.

Илһам маһмут әпәндиниң қаришичә, “японийә тениқи журнили”ниң тәһрири сакамоту әпәндиниң бу сөһбәткә өзи биваситә саһибханилиқ қилғанлиқиму бәлгилик қиммәткә игә икән.

Бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилған әхмәтҗан осман әпәнди, өзиниң японийә тениқи журнилида елан қилинған сөһбәттин кейинки һес - туйғулири вә ой - пикирлирини радийо аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.

Инкаслардин мәлум болушичә, мәзкур журналниң тәһрири мухбир сакамото әпәндиниң реаллиққа бағланған соаллири билән әхмәтҗан османниң шаиранә туйғулири әкс әткән җаваблар қизиқарлиқ вә мәзмунлуқ чиққан болуп, әркинликкә тәлпүнгән бир пүтүн милләтниң символи сүпитидә шевирланған бир уйғурниң тениқи “японийә тениқи” билән қошулуп японийә хәлқиниң қәлбигә сиңмәктә вә уйғурчә тәрҗимә қилинип уйғурлар арисидиму кәң тарқалмақта.

Хәвәргә мунасивәтлик учурлардин мәлум болушичә, японийәдики қизиққучиларниң алаһидә тәклипи билән 12 - өктәбирдин 16 - өктәбир японийәдә 5 - қетимлиқ зиярәттә болған әхмәтҗан осман әпәнди йәнә көп мәзмунлуқ вә әһмийәтлик паалийәтләрдә болған. Биз бу һәқтә программимизниң кейинки қисмида мәлумат беримиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.