Керийәдә һамилиси қәтлиам қилинған аялларниң саламәтлик әһвали яманлашмақта
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2014.01.20
2014.01.20
Керийәниң ариш йезисида хитай даирилири 4 нәпәр һамилидар аялниң 6 айлиқтин юқири һамилилирини мәҗбурий чүшүрүвәткәндин башқа 3500 сом дохтур чиқиминиму шу аилиләргә төләткүзкән.
Униң үстигә бу анилар саламәтлики толуқ әслигә кәлмәй туруп дохтурханидин чиқириветилгән. Нәтиҗидә аридин бир айға йеқин вақит өткән болсиму, уларниң һәммисиниңла саламәтлик әһвали техичә әслигә келәлмигән. Болупму 8 айлиқ һамилиси чүшүрүветилгән қәмбәрниса ханимниң әһвали барғансери яманлашқан.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.