Мәктәп түзүминиң қаттиқлиқи буһәҗәр абланиң қазаға учришиға сәвәб болди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.12.13
buhejer-abla-murajet.jpg Уйғур торлирида елан қилинған ләнҗу пән-техника институтида оқуватқан буһәҗәр абланиң давалиниши үчүн иқтисадий ярдәмгә моһтаҗлиқи һәққидә мураҗиәтнамә.
http://bbs.misranim.com

Бирқанчә күндин бери уйғур торлирида ләнҗу пән-техника институтида оқуватқан буһәҗәр абланиң йиқилип чүшүп омуртқиси зәхимләнгәнлики, оператсийә қилинғанлиқи вә давалиниши үчүн иқтисадий ярдәмгә җиддий моһтаҗлиқи һәққидә учур вә мураҗәтнамиләр тарқалди.

Мухбиримизниң мәзкур мәктәптики оқуғучилардин игилишичә, буһәҗәр абла пешин намизини оқуп болуп дәрскә чиқмақчи болғинида, ятақ бинасиниң ишикиниң тақиветилгәнликини байқиған. У дәрскә чиқиш үчүн ятақниң деризисидин арқан билән серилип чүшүп 2‏-қәвәткә кәлгинидә қоли арқандин аҗрап кетип йәргә қаттиқ йиқилған вә омуртқиси зәхимләнгән.

Мәлум болушичә, бу мәктәптә оқуғучилар та һазирғичә һәрбий түзүмдә башқурулуватқан болуп, мәктәпниң түзүминиң қаттиқлиқи мәзкур қазаниң келип чиқишиға сәвәб болған.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.