Уйғур дәвасиниң актип қоллиғучиси шәвкәт барутҗу аләмдин өтти

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2015.09.22
dolet-baghcheli-shewket-barutju-jinaza.jpg Дөләт бағчәли рәһмәтлик шәвкәт барутҗу әпәндиниң аялиға сәвр тилиди. 2015-Йили 21-сентәбир, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң паалийәтлирини изчил һалда қоллап кәлгән шәвкәт барутҗу мәрһумниң җиназа мурасими 21-сентәбир күни әнқәрә һаҗи байрам мәсчитидә өткүзүлгәндин кейин қаршияқа қәбристанлиқида йәрликкә қоюлди. Мәрһумниң җиназә мурасимиға түркийә парламентидики өктичи партийәләрдин милләтчи һәрикәт партийәси рәиси, сабиқ баш министир муавини дәвләт бағчәли әпәнди, бүйүк бирлик партийәси рәиси мустафа дәстәчи әпәнди, көп санда парламент әзалири, университетларниң мудирлири, дәва достлири вә әнқәрәдики уйғурлар қатнашти.

Униң тавутиниң үстигә түркийәниң ай юлтузлуқ қизил байриқи билән шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқи йепилған болуп, мурасимда униң сәпдашлири униң 84 йиллиқ һаятида әсир түркий хәлқләрниң әркинлики, болупму шәрқий түркистан дәваси үчүн қошқан төһпилирини әсләшти. Җиназә мурасими ахирлашқандин кейин униң ай юлтузлуқ түрк байриқи билән ай юлтузлуқ көк байраққа йөгәлгән тавутини нөвәт билән мүрисигә елип көтүрүп қаршияқа мазарлиқида дәпнә қилди.

84 яшта аләмдин өткән шәвкәт барутҗу пүтүн өмрини түркий хәлқләрниң әркинлики үчүн, җүмлидин уйғурларниң даваси үчүн атиған әрбаб болуп, у, тонулған уйғуршунас, көп санда уйғур докторлирини йетиштүргән профессор сәма барутҗу өзөндәр ханимниң дадиси иди.

У қандақ бир киши иди? униң шәрқий түркистан дәвасиға қошқан төһписи немә? дегән соалларға җаваб тепиш үчүн сабиқ парламент әзаси профессор орхан қавунҗу вә һамит гөктүрк әпәндиләр билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Сабиқ парламент әзаси профессор орхан қавунҗу әпәнди, мәрһум шәвкәт барутҗу һәққидики әслимилири тоғрисида тохтилип, униң пүтүн һаяти бойи қериндаш түркий милләтләрниң әркинлики үчүн күрәш қилған бир киши икәнликини баян қилип, рәһмәтлик шәвкәт барутҗуниң шәрқий түркистандики уйғурларниң вәзийитини, ирақтики түркмәнләрниң мәсилисини, сабиқ совет иттипақиниң ишғали астидики 5 түркий җумһурийәтни яхши билидиған вә уларниң әркинлики үчүн күрәш қилған киши икәнликини тәкитлиди.

Профессор орхан қавунҗу өзиниң бир түркистанлиқ аилисидә дуняға кәлгәнликини, әмма түркистан дәвасини шәвкәт барутҗу мәрһумға охшаш кишиләрдин өгәнгәнликини ейтти.

Рәһмәтлик шәвкәт барутҗуниң уйғур дәвасиға қошқан төһписи тоғрисида көз қаришини елиш үчүн һамут гөктүрк әпәнди биләнму телефон сөһбити елип бардуқ. У, мәрһумниң шәрқий түркистан дәвасиниң түркийәдә тонулуши үчүн зор төһпиләрни қошқанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.