Уйғур елида йәнә аталмиш қанунсиз диний паалийәтләргә қарши 100 күнлүк зәрбә бериш һәрикити башланди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.11.28
2011.11.28
Буларниң ичидә хотәнниң қариқаш наһийилик йәр байлиқлири идариси, өз ишчи, хизмәтчилири вә уларниң аилә тавабатлирини, қоюқ диний түс беридиған кийим - кечәкләрни кәймәсликкә агаһландурған вә хилаплиқ қилғучиларға 1000йүәндин 3000йүәнгә қәдәр җәриманә қойидиғанлиқини уқтурған. Қәшқәр вилайитидики бир қисим йеза вә кәнтләрдә, аталмиш қанунсиз диний паалийәтләрни паш қилғучиларға 5 йүәндин 20 миң йүәнгә қәдәр мукапат бериш түзүмини йолға қойған. Шаяр наһийлик статистика идариси атизим йәни динсизлаштуруш тәрбийиси һәққидә сәпәрвәрлик йиғини ачқан. Йиғинда қанунсиз диний паалийәтниң 26 аламити шәрһиләп өтүлгән.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит бүгүн бу һәқтә радиомизға баянат берип, хитай даирилириниң юқириқи қаидә вә тәдбирлирини “шәрқи түркистан вәзийитиниң һелиһәм җиддийликиниң бир ипадиси” дәп көрсәтти. У йәнә хитай һөкүмитини һакимийәт башқуруш җәһәттики иптидаийлиқи билән әйиблиди.