Шәрқий түркистан алий кеңиши гуруппилар бойичә музакирә елип бармақта

Америка пайтәхти вашингтонда ечиливатқан шәрқий түркистан алий кеңиши мувәппәқийәтлик һалда давам қилмақта.
Мухбиримиз ирадә
2011.05.05

Кеңәшниң пәйшәнбә күнидики музакирилири 7 хил тема бойичә гуруппиларға айрилған һалда елип бериливатқан болуп, буниңда уйғур сиясий һәрикитиниң кәлгүси нишани, яшлар һәрикитини күчләндүрүш, чәтәлләргә қечип чиққан уйғурларға ярдәм бериш механизми орнитиш қатарлиқ бир қатар муһим мәсилиләр йиғин вәкиллири тәрипидин музакирә қилинған.

Йиғинда 200 дин артуқ тәклипләр оттуриға чүшкән болуп, мухбиримизниң хәвәр қилишичә, йиғиндики музакириләрдә йәнә дуня уйғур қурултийиға яндаш бир тәшкилат қуруш, түрмигә соланған вә һаятидин айрилған паалийәтчиләрниң аилә-тавабиатлириға ярдәм бериш қатарлиқ пикирләрму оттуриға қоюлған болуп, бу пикир йиғин қатнашқучилири арисида қизғин муназирә пәйда қилған.

Шәрқий түркистан алий кеңиши елип берилған музакириләр нәтиҗисидә келишим һасил қилип, қарар чиқиридиған болуп, йиғинниң йепилиш күни болған җүмә күни қарарлар елан қилиниду. Алий кеңәш җүмә күни елип берилидиған йепилиш мурасими билән аяғлишиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.