Алмутида әхмәт йәсәвиниң һөрмити үчүн чоң мәсчит ясалди
2012.07.08
Фәрғанә учур ториниң йезишичә, мәсчитни ечиш мурасими 6 - июл өткүзүлгән болуп, бу күн һәм қазақистан президенти нурсултан назарбайефниң 72 яшқа киргән туғулған күни икән. Мурасимға назарбайеф өзи қатнишип нутуқ сөзлигән һәмдә бу мәсчитниң һәр милләт мусулманлири үчүн ортақ икәнликини һәмдә уларниң бирликини тәшәббус қилған.
Мәсчитниң мунарисиниң әң егизи 77 метир болуп, уч қәвәт қилип, ясалған, игилигән мәйдани 17 миң кивадрат метирдин артуқ болуп, сиртидики машина қоюш мәйданлириға 800 гә йеқин машина қойғили болидикән. Мәсчит әң илғар техникилиқ үскиниләрни ишлитиш, оттин мудапиә көрүш системиси вә башқа җәһәтләрдин өзгичә һесаблиниду.
Буниңдин башқа йәнә қазақистан пайтәхти астана шәһиригиму мәркизий асиядики әң чоң мәсчит ясалмақта иди.