Америка оттура шәрққә алаһидә һәрикәт қисимлири әвәтишни пилан қилмақта икән

Хәвәрләргә қариғанда, америка даирилири йәмәндә кәскинлишиватқан уруш вә җиддийлишиватқан иран мәсилисини көздә тутуп оттура шәрққә зор бир түркүм алаһидә һәрикәт қисимлири әвәтишни пилан қилмақта икән.
Мухбиримиз җүмә
2012.01.28

“вашингтон почтиси” гезитидә бу һәқтә берилгән хәвәргә қариғанда, нөвәттә америка деңиз армийә даирилири вәзипидин қалдурулуш алдида турған бир чоң типтики уруш парахотини өзгәртип, уни деңизда йүридиған кичик типтики һәрбий базиға айландурушни тәләп қилған.

Бу хилдики уруш парахотлири алаһидә һәрикәт қисимлириниң тикучар айропиланлири вә кичик типтики тиз йүрәк кемиләрни қозғилиш вә һуҗум тәшкилләш мәйдани билән тәминлийәләйдикән.

Һалбуки деңиз армийә қоманданлиқ штаби бу ләйлимә базиниң қачан вә қәйәргә қурулидиғанлиқи һәққидә тохтилишни халимиған.

Исмини ашкарилашни халимиған йәнә деңиз армийә офитсери “ләйлимә база”ниң дәриҗидин ташқи тиз сүрәттә ясиливатқанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.