Игилинишичә, вәқәни садир қилғучи киши бомба қачиланған аптомобили билән аманлиқ чарлаш әтритидикиләргә һуҗум қилған. Истансимиз мухбириниң игилишичә, вәқәни садир қилғучи вә өлгүчиләрниң һәммиси уйғур икән.
Уйғур районлуқ һөкүмәтниң баянатчиси ху хәнмиң партилашниң пәйшәнбә күни әтигән саәт 30:08 әтрапида йүз бәргәнликини, вәқәни садир қилғучи кишиниң яридар һалда нәқ мәйданда қолға елинғанлиқини билдүргән. Ақсу һөкүмәт даирилири болса вәқә үстидә қаттиқ тәкшүрүшни башливәткән.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит ақсудики вәқәниң хитайниң уйғурларға қаратқан бесим сияситиниң бир нәтиҗиси икәнликини билдүрди.