Җеҗяңдин ақсуға 19 хитай оқутқучи әвәтилди

Хитайниң җеҗяң өлкиси уйғур елиниң ақсу вилайитидә 5000 нәпәр "қош тиллиқ" оқутқучи тәрбийиләйдикән.
Мухбиримиз ирадә
2010.11.18

Хитайниң шинхуа торидин мәлум болушичә, уйғур елидә қош тиллиқ маарип сияситини қисқа муддәт ичидә омумлаштуруш мәқситигә йетиш үчүн, хитай даирилири ақсу вилайитигә қарашлиқ 9 наһийидә 5000 миңдин артуқ миллий оқутқучини қош тил бойичә тәрбийиләйдикән. Қош тил бойичә тәрбийиләшкә йеши 35 яштин төвән болған барлиқ миллий оқутқучилар қатнишидикән.

Хитай даирилири қош тиллиқ оқутқучиларни тәрбийиләшни уйғур елидики барлиқ мәктәпләрни қисқа муддәт ичидә қош тиллаштуруп, муқимлиқни бәрпа қилишниң капалити дәп қараватқан болуп, бу хизмәтни әң муһим хизмәт қатарида тутуп ишләватқан икән.

Бүгүн шинхуа ториниң хәвиридин мәлум болушичә йәнә, хитай даирилири җеҗяңдин 19 хитай оқутқучини ақсуға миллий оқутқучиларни тәрбийләшкә әвәткән.

Радиомизға йеқинда кәлгән инкаслардин мәлум болушичә, бу хил әһвал уйғур елиниң башқа җайлиридиму мәвҗут болуп, уйғур оқутқучилар мәҗбурий хитайчә сәвийә емтиһаниға қатнаштурулуп, лайәқәтлик болалмиғанлар хизмәттин қисқартилиш билән тәһдит қилинидикән, бу хил әһвал уйғур оқутқучилар арисида қаттиқ наразилиқ пәйда қилған.
 
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.