“шинҗаң гезити” уйғурларни айропилан булимаслиққа чақирип обзор елан қилди

Хитай шинҗаң гезити өткән һәптә мәхсус обзор елан қилип, уйғурларни айропилан булаш шәклидики зораванлиқ һәрикәтләрни тәкрар садир қилмалиққа чақирған.

2012.12.24


“җамаәт бихәтәрликигә зиян йәткүзгәнләр җәзмән қаттиқ җазалиниду” намлиқ обзорда алди билән хотәндики 29 - июн айропилан булаш вәқәсини садир қилған муса йүсүп қатарлиқ кишиләргә өлүм җазаси берилгәнлики тилға елинған; арқидин авиатсийә қатнишида бихәтәрликниң интайин муһимлиқи тәкитилинип, айропилан булашқа охшаш вәқәләрниң җәмийәткә вә инсанийәткә қарши җинайи қилмиш икәнлики вә дуняда һәрқандақ дөләтниң бу хил қилмишларни әпу қилмайдиғанлиқи әскәртилгән.

Обзорниң ахирида кишиләр қанунни һөрмәтләшкә, қанундин һейиқишқа чақирилған. Шинҗаң гезитиниң айропилан булаш вәқәси һәққидә мәхсус обзор елан қилиши муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләрниң диққитини тартти, бәзи көзәткүчиләр мәзкур обзорни хитай даирилириниң айропилан булаш вәқәсидин қаттиқ чөчигәнликиниң ипадиси дәп көрсәтсә, йәнә бәзи көзәткүчиләр, районда йүз бериватқан бу түр һәрикәтләрни обзор арқилиқ тохтатқили болмайдиғанлиқини, буни тохтитишниң бирдин - бир йоли һәқ вә адаләткә һөрмәт қилиш икәнликини илгири сүрүшти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.