Б д т баш катипи бан кимун норуз байримини тәбриклиди
2011.03.22
У тәбрикнамисидә “норуз байримини хатириләш әнәнисидә , һәрхил милләтләрниң тинчлиқ вә баравәрлик шәрти астида бир-бирини өз-ара һөрмәт қилип вә өз-ара йол қоюп бирликтә яшиши лазимлиқи һәққидә күчлүк бир чақириқ бар” деди.
Бу чақириқниң универсал бир қиммәт қараш байлиқи икәнликини әскәрткән бан кемун “бу, екологийилик тәңпуңсизлиқлар, инсан һәқлири дәпсәндичилики вә қораллиқ тоқунушлар давам қиливатқан бүгүнкидәк бир күндә техиму қиммәтлик әһмийәткә игә” дәп көрсәтти.
Мәлум болушичә норуз байрими уйғурлардин башқа йәнә оттура шәрқ, оттура асия вә балқан дөләтлири қатарлиқ җайлардики җәмий 300милйонлуқ нопусқа игә милләтләрниң әнәниви байримидур. Бултур бирләшкән дөләтләр тәшкилати қарар мақуллап, 21 -март күнини хәлқара норуз байримини хатириләш күни қилип бекиткән.