Бан кимун: 2012-йил давалғушлар билән толған бир йил болди
Мухбиримиз ирадә
2012.12.20
2012.12.20
Бан кимун сөзидә 2012-йилида гәрчә нурғун пурсәтләр барлиққа кәлгән болсиму, әмма туюқсиз мәйданға кәлгән вәқәликләр сәвәбидин узун муддәтлик пиланларниң ишқа ашмиғанлиқини, тоқунушларниң алдини елишқа, кишилик һоқуққа охшаш универсал уқумларниң тәрәққий қилишиға йетәрлик дәриҗидә әһмийәт берилмигәнликини етирап қилған.
У сүрийидики тоқунушлардин тартип, африқидики қораллиқ тәшкилатларғичә вә шималий корийигичә болған мәсилиләрдә хәлқарани һәмкарлишишқа чақириш билән биргә, асиядики дөләтлиридики йеңи алмашқан рәһбәрләрниң хәлқигә парағәт вә тинчлиқ бәрпа қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Бан кимун омумий җәһәттин алғанда 2012-йилини давалғушлар билән толған бир йил болғанлиқини билдүрди.