Хитай уйғур аптоном районида муқимлиқни сақлап биңтуәнни тәрәққи қилдуриватиду
Мухбиримиз вәли
2012.06.20
2012.06.20
Йиғинда җаң чүншән асасий қатлам парткомлириға буйруқ чүшүрүп, йеңи чегрида тәрәққи қилдуруш билән муқимлиқни сақлаштин ибарәт икки чоң ишни қош қоллап тутуш, һәр икки қол қаттиқ болуш керәк, дәп вәзипә тапшурған. Учурлардин мәлум болушичә, һазир хитай қораллиқ сақчилири җайларда уйғур өсмүрлирини тутқин қилмақта.
Әмма хитайниң ишләпчиқириш - қурулуш армийиси (биңтуән) дә әһвал башқичә. “сина тори” ниң үрүмчидин хәвәр қилишичә, хитай буйил алдинқи бәш айда, биңтуәнгә асаси қурулуш елип бериш үчүн бултурқидин 83% ашуруп 18 милярд 560 милйон йүән мәбләғ салған. Биңтуән һазир бу мәбләғ билән хитай көчмәнлириниң туралғу, давалаш, маарип, мәдәнийәт муһитини яхшилаватиду.