Бразилийидики бир кәчлик кулубтики от апитидә 240 дин артуқ адәм өлди

Бразилийиниң җәнубидики санта мария шәһиридики бир кәчлик кулубта 27 - январ күни еғир от апити йүз берип, аз дегәндә 240 дин артуқ адәм өлгән.
Мухбиримиз үмидвар
2013.01.27


Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, өлгәнләрниң сани 245 нәпәргә йәткән болуп, яридарларму хели көп салмақни игиләйду. Тәхминән бир қанчә 100 адәм дохтурханида қутудурулмақта. Вәқә йүз бәргәндә кулубта 2000 дин артуқ адәм бар иди. Мәзкур кәчлик кулубниң бирла чиқиш ишики бар болуп, от апити йүз бәргәндин кейин кишиләрниң қечип қутулуши тәскә чүшкән, нәтиҗидә коп адәмниң өлүши келип чиққан.

Мундақ паҗиәлик от апити илгири хитайдики кәчлик кулуплардиму йүз бәргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.